Хитай ташқи ишлар министирлиқи уйғур вәзийитиниң йәһудийларниң өтмүшигә селиштурулушиға инкас билдүрди

Мухбиримиз әркин
2020.07.24

Хитай ташқи ишлар министирлиқи 24-июл уйғурлар вәзийитиниң йәһудиларниң өтмүшигә селиштурулишиға инкас билдүргән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң қаришичә, бу икки мәсилини өз ара селиштуруш “күлкилик” икән. Йеқинда әнглийәдики йәһудиларниң рәһбири хитайниң әнглийәдә турушлуқ баш әлчиси лю шавминға мәктуп йезип, хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини натсистларниң йәһудиларға қилған вәһшиликигә селиштурған. У мәктупида хитайниң уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаратқан етник вәр диний бастурушини тохтитишини тәләп қилған иди.

Әнглийәдики “йәһудий вәкилләр комитети” намлиқ тәшкилатниң президенти марей фон дер зил мәктупида “75 йил аввал кишиләрниң пойизларға мәҗбурий йүкләңәнлики, диний затларниң сақили чүшүрүлгәнлики, аялларниң туғмас қилинғанлиқи”, җаза лагерлириниң бу хил қорқунчлуқ вәһимиси хитайниң уйғурларға тутқан һазирқи муамилисигә охшашлиқини билдүргән. Лекин хитай ташқи сиһлар министирлиқиниң баянатчиси 24-июл мухбирниң мәзкур мәктуп һәққидики соалиға җаваб берип, бу хил селиштурушниң “күлкилик” икәнликини тәкитлигән.

У: “сиз ейтқан у мәктубтин мениң хәвирим йоқ. Лекин мән шуни қайта тәкитләймән, шинҗаңға алақидар мәсилә кишилик һоқуқ, дин яки етник мәсилә әмәс, бәлки террорлуқ вә бөлгүнчиликкә қарши туруш мәсилиси. Шинҗаң вәзийитини йәһудиларниң өтмүштики изтирапиға селиштуруш күлкиликтур,” дегән. Униң тәкитлишчиһә, “шинҗаң мәсилиси пүтүнләй хитайниң ички иши болуп, башқа дөләтләрниң арилишиш һәққи вә йоли йоқ,” икән. Марей фон дер зил мәктупида хитайниң икки хил таллаш йоли барлиқи, әгәр у давамлиқ һазирқи йолда маңса униң “мәңгүлүк аһанәткә қалидиғанлиқи” ни тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.