Уйғур йезилирида хитайниң чаған байримини тәбрикләш паалийәтлири уюштурулмақта

Мухбиримиз ирадә
2020.01.22

Хитайниң әнәниви чаған байрими һарписида уйғурлар кәң көләмдә чағанлиқ паалийәтләргә тәшкилләнмәктә.

“хитай хәвәрләр тори” вә “тәңритағ тори” қатарлиқ һөкүмәт ахбаратлиридики хәвәрләрдә көрситилишичә, бу йиллиқ чаған байрими һарписида қәшқәр, хотән, атуш, ақсу қатарлиқ уйғурлар мәркәзлик тарқалған җайлардики уйғур аммиси хитайчә йосунда кийинип яңгер уссули ойнаш, әҗдиһа вә шир ойнитиш, хитайлар билән бирликтә җувава түгүп йейиш арқилиқ чағанни күтүвелишқа тәшкилләнгән.

“хитай хәвәрләр тори” 22-январ күни тарқатқан “шинҗаңниң җәнубидики йеза-қишлақлар қизилға пүркүнди” мавзулуқ хәвәрдә көрситилишичә, яманяр йезисидики амма “кәнттә турушлуқ кадирлар” баш әтрити тәшкиллигән чағанлиқ паалийәтләр бойичә хитайниң әнәниви кийимлирини кийип, йәлпүгүч усули, күнлүк усули ойнашқа вә “милләтләр иттипақлиқи җувависи” түгүп йейишкә тәшкилләнгән. Рәсимлик хәвәрдә, бир хитай аялниң уйғур балисиға җувава йегүзүватқанлиқи көрситилгән.

Тәңритағ торида берилгән бу һәқтики хәвәрдә, йопурға наһийәси йопурға йезиси қайгүл кәнтидики “кәнттә турушлуқ кадирлар әтрити” ниң кәнт аһалилири билән бирликтә чағанлиқ мәснәви чаплап, панусларни асқанлиқи хәвәр қилинған.

Хитай һөкүмити уйғур елидә 2017-йилидин башлап кәң көләмлик тутқун һәрикитини башлап, уйғурларни лагерға қамиған билән бир вақитта йәнә, хитайниң “чаған байрими”, “панус байрими” қатарлиқ әнәниви байрамлирини дағдуға қилип өткүзүшниму мас қәдәмдә күчәйткән.

Уйғурларни тәтқиқ қилип келиватқан америкилиқ антрополог дәррин байлер илгири мушу һәқтә елан қилған бир мақалисидә, хитай һөкүмитиниң чаған паалийәтлирини, уйғурларниң хитай дөлитигә болған садақитини синайдиған бир имтиһан мәйдани сүпитидә қоллиниватқанлиқини билдүргән иди.

Д у қ ниң баянатчиси дилшат решит бу һәқтә пикир баян қилип, “хитай һөкүмитиниң уйғурларни хитайчә байрамларни өткүзүшкә тәшкиллиши уларниң ассимилятсийә паалийитини ашкара иҗра қилишидин башқа нәрсә әмәс” дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.