Хитай даирилири уйғур елидики мусулманлар қәбрилиридин ай юлтуз бәлгилири елип ташлаш буйруқи чүшүргән

Мухбиримиз әркин
2018.02.19

Хитай даирилири уйғур илидики бәзи наһийәләрдә 17‏-феврал күни буйруқ чүшүрүп, йәрлик мусулманларниң қәбрилиридики ай юлтуз бәлгилирини дәрһал елип ташлашни буйруған.

Америкидики “хитайға ярдәм җәмийити” намлиқ бир христиан диний тәшкилатиниң ашкарилишичә, алтай вилайитиниң қаба наһийәлик җ х идариси 17‏-феврал күни өз тәвәликидики һәр қайси сақчи понкитлириға уқтуруш чүшүрүп, йәрлик мусулманларниң қәбрилиридики ай юлтуз бәлгилирини елип ташлашни буйруған.

Йеқинда қазақистанға қечип чиққан бир қазақ аһалиси 18‏-феврал “хитайға ярдәм җәмийити” гә бәргән учурида, қаба наһийәсиниң һәр қайси йеза-базарлиридики йәрлик кадирларниң 17‏-феврал аһалиләргә наһийәлик җ х идарисиниң уқтурушини йәткүзүп, әгәр аһалиләр уруқ-туғқанлириниң қәбрисидики ай юлтуз бәлгисини елип ташлимиса, адәм чиқирип қәбриләрдики бу хил бәлгиләрни чақидиғанлиқини билдүргән.

Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитайниң нөвәттә мусулманларниң қәбрилиридики ай юлтуз бәлгилирини чәкләшкә башлиғанлиқи уларниң уйғур дияридики мусулманларға қарита йолға қоюватқан қаттиқ диний чәкләш тәдбирлириниң һәтта қәбристанлиқларға қәдәр кеңәйгәнликини көрситидикән. Даириләр илгири бу хил тәдбирләр мусулманларниң диний етиқадини аҗизлитишқа қаритилғанлиқини билдүргән иди.

Хитай һөкүмити йеқинқи йилларда уйғур диярида исламға тәәллуқ болған нурғун диний символларни мусулманларниң күндилик турмушидин тазилап чиқиришқа киришкән. Даириләр “радикаллиқни түгитиш” намида мусулманларниң “қуран-кәрим”, “һәдис” вә башқа диний китабларни, җайнамаз, тәсви, диний портеритлар, һалаллиқ бәлгиси қатарлиқ буюмларни сақлашни шундақла диний кийим вә диний қияпәтләрни пүтүнләй чәклигән. юқириқи мәзмунлардики китаб вә диний буюмларни сақлиған яки йүрүш-турушида диний әһкамларға әмәл қилған мусулманларни қамақ җазасиға һөкүм қилған яки “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” гә солиған. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хитайниң бу хил чекидин ашқан бесим сиясәтлирини “райондики диний әркинликкә қилинған еғир дәпсәндичилик,” дәп тәнқид қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.