Хитай һөкүмити уйғур диярида “ислам динини хитайчилаштуруш” тоғрилиқ йәнә җар селишқа башлиған
2020.06.24
Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәр беришичә, 6-айниң 22-күнидин 23-күнигичә уйғур аптоном районлуқ партком нәзәрийә өгиниш мәркизи чен чүәнгониң риясәтчиликидә коллектип муһакимә йиғини өткүзгән.
Йиғинда хитай рәиси ши җинпиңниң партийә тарихи вә хитай тарихи тоғрисидики йолйоруқлирини өгиниш вә изчиллаштуруш муһакимә қилинған. Мәзкур йиғинға риясәтчилик қилған уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнго хитай рәиси ши җинпиңниң йолйоруқлирини мурәссәсиз иҗра қилиш, уйғур районидики барлиқ кадирлар вә амминиң сиясий идийә җәһәттә хитай компартийәси мәркизий комитети билән бирдәкликни сақлишини тәләп қилған.
Диққәт қозғайдиғини шуки, мәзкур йиғинда “җуңхуа милләтлири ортақ еңини бәрпа қилиш, шинҗаңдики ислам динини хитайчилаштуруш вә уни сотсиялизм үчүн хизмәт қилдуруш” шоари йәнә оттуриға қоюлған.
Чен чүәнгониң бу сөзлири чәтәлләрдики көзәткүчиләр вә уйғур сиясий паалийәтчилириниң күчлүк инкасини қозғиди. Улар, хитай һөкүмитиниң уйғур районида “ислам динини хитайчилаштуруш” сияситини йолға қоюши, ялғузла райондики уйғур қатарлиқ мусулман хәлқләрниң диний етиқадиға қилинған зиянкәшлик болмастин, бәлки ислам дининиң түп принсиплириға вә пүтүн дунядики бир милярдтин артуқ мусулманларниң дини һессиятиға қилинған һақарәт икәнликини әскәртип өтти.
Хитай һөкүмитиниң уйғур районида йүргүзүватқан ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқлири хәлқара мәтбуатларниңму диққитини қозғап кәлмәктә. 2019-Йили 16-ноябир күни “ню-йорк вақит гезити” хитай рәиси ши җинпиңниң “қәтий рәһим қилмаслиқ” буйруқини ашкарилиған болуп, шуниңдин кейин хәлқара җамаәт хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлириниң биваситә ши җинпңниң буйруқи билән болғанлиқини. Тонуп йәткән иди.
Америка диний етиқад әркинлики комитетиниң бу йиллиқ доклатидиму хитайниң уйғур қатарлиқ мусулманларни диний етиқадидин ваз кечишкә мәҗбурлаватқанлиқи тилға елинған иди.