“дуня диний хәвәрләр” тори хитайниң уйғур районидики диний сияситини тәнқид қилди

Мухбиримиз әркин
2017.10.02

“дуня диний хәвәрләр” намлиқ хәлқара диний әркинлик тори хитайниң уйғур районидики диний сияситини тәнқид қилди.

Мәзкур торниң дүшәнбә күни елан қилған мақалисидә, хитайниң уйғур районида йеңи нишан вә тактикиларни кәшип қилип, диний әркинликкә һуҗум қиливатқанлиқи, униң уйғур районидики мусулманларни җайнамаз вә диний символлуқ түсидики буюмни тапшурушқа буйруп, тапшурмиғанлар “қаттиқ җазалиниду” дәп агаһландурғанлиқини тәкитлигән.

“хитайниң сиз билишкә тегишлик йеңи диний кәмситиши” сәрләвһилик мақалида қәйт қилинишичә, униң юқириқи һәрикити бу райондики көп санлиқни игиләйдиған мусулман уйғур миллитигә қарши елип бериватқан диний кәмситишниң давамикән.

Мақалида йәнә, уларниң бинормал сақал қоюши, балиларға көп учрайдиған мусулман исимлирини қоюши, дуканларниң һалал бәлгиси бар буюмларни сетиши чәклинип, тамака, һарақ сетишқа мәҗбурланғанлиқи, мәсчитләрдә “аллаһу әкбәр”, дегән сөзниң “ана вәтән улуғ” дегән сөзгә өзгәртилгәнлики тәкитләнгән.

Мақалида көрситилишичә, хитай һөкүмити билән уйғурлар оттурисидики һазирқи дүшмәнликниң сәвәби бу районниң иқтисади тәрәққиятиға бағлинишлиқкән.

Мақалида, “диний кәмситишкә қарши ғәзәп вә мустәқиллиқ тәлипи изчил мәвҗут болуп кәлгән узун йиллиқ һадисә болсиму, бирақ һазир мәзкур районниң 40% нопусини тәшкил қилидиған хитайларниң контроллуқидики иқтисади пилан бу ихтилапни күчәйтти. Бу әһвал кәлтүрүп чиқарған зораван һәрикәтләр вә наразилиқ хитайниң һәрбий бастурушини пәйда қилди” дейилгән.

Бирақ хитай һөкүмити райондики тоқунушларни униң сиясити кәлтүрүп чиқириватқанлиқини рәт қилип, буниң сәвәбини “3 хил күчләр” вә хәлқара “террорлуқ гуруһлири” ға артип кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.