Әлһудуд гезити: “хитай миң муһәммәдни өлтүргән болуши мумкин, әмма техи бириниң рәсимини сизмиди”
2020.11.18
Оттура шәрқтә чиқидиған “әлһудуд” гезити 18-ноябир “хитай миң муһәммәдни өлтүргән болуши мумкин, әмма техи бириниң рәсимини сизмиди” сәрләвһилик бир мақалә елан қилған болуп, мақалидә әрәб вә мусулман дөләтлириниң хитай һакимийитиниң уйғур мусулманлириға йүргүзүватқан сияситигә изчил сүкүттә туруп келиватқанлиқи тәкитләнгән.
Һәтта мақалидә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң бир әмәлдариниң муну сөзлири нәқил кәлтүрүлгән: “улар миң муһәммәдни өлтүрсиму, муһәммәдләрни туғмақчи болған миңлиған аялни мәҗбурий туғмас қилсиму, туғулмақчи болған муһәммәдләрни еливәтсиму мәйли, лекин бизниң муқәддәс символлиримизни кәмситмисә, мәсхирә қилмиса вә яки пәйғәмбәрниң һәҗви рәсимини сизмисила болиду. Очуқини ейтқанда, биз хитайниң кийим-кечәклиригә моһтаҗ. Мәккидин қайтқан һаҗиларға хитайда ясалған җәйнамаз, гиләм вә кәибә һәйкәллири болмиса болмайду”.
Нурғунлиған мусулман рәһбәрлири йеқинда франсийидә муһәммәд пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәҗви рәсиминиң нәшр қилинишини “ислам диниға таҗавуз қилғанлиқ” қаттиқ әйиблиди. Һәтта бу сәвәблик бәзи кишиләрниң “өлүми яки қийин-қистаққа елиниши” керәкликини илгири сүргәниди.
“әлһудуд” гезитиниң хәвиригә қариғанда, фирансийәдики кәскин тоқунушлардин кейин бейҗиң дунядики икки милярд мусулманниң уйғур мусулманлириниң тәқидиригә қайтуридиған инкасидин әнсиригән. Бир хитай әмәлдари мундақ дегән: “әгәр улар бир рәсимгә мушундақ ғәзәпләнсә, бизниң уйғур аяллирини мәҗбурий туғмас қиливәткинимизни билгәндә улар немә қиливетәр? дәп әнсиридуқ. Әмма мусулман дөләт әмәлдарлири хитай дөлитиниң ишиға мусулман дунясиниң арилишишниң һаҗити йоқлуқини ейтқанда, наһайити хушал болдуқ”.
Бир мусулман дипломат мундақ дегән: “уйғурлар башқа бир дуняда яшайду, биз улар һәққидики хәвәрләрни пат-пат ғәрб гезитлиридә учритимиз. Очуқини ейтқанда биз уларниң һөрмәткә лайиқ һәқиқий мусулман яки әмәсликини билмәймиз, қуран бизгә бидәтчиләрдин кәлгән учурларниң ялған хәвәр болуп қалмаслиқи үчүн дәлиллишимизни ейтиду. Биз хитай дөлитиниң муддиасини ‛пак‚ дәп пәрәз қилишқа вә уларниң ейтқанлириға ишинишкә мәҗбурмиз. Әгәр улар ялған сөзлигән, уйғурлар һәққидики хәвәрләр раст болса, уйғурлар шеһид болиду, худа уларға рәһмәт қилиду.”
Әмма “әлһудуд” гезитиниң мақалисидә бу сөзләрни қилған ислам һәмкарлиқ тәшкилати әмәлдари вә дипломатниң исимлирини ениқ атимиған.
Мәлум болушичә, хәлқара мәтбуатларда ашкарилиниватқан хитай һакимийитиниң милйонлиған уйғур мусулманлирини лагерларға солиши, уйғурларниң ислами диний кимликигә һуҗум қилиши, уйғур аяллириниң мәҗбурий туғмас қиливетилиши, уйғур яшлириниң хитайниң ичикири өликилиридики завутларға йөткилип мәҗбурий қул әмгикигә селиниши қатарлиқ мәсилиләргә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә демократик дөләтләр наһайити көңүл бөлүп, хитайниң бу хил бастуруш сияситигә изчил қарши туруп кәлгән. Әмма, мутләқ көп қисим мусулман дөләтлири һөкүмәтлири хитайни қоллаш позитсийәсини билдүргән яки буниңға көз юмғаниди.
Мәлум болушичә, ислам һәмкарлиқ тәшкилати 1969-йили қурулған хәлқаралиқ тәшкилат болуп, 57 әза дөләттин тәркиб тапқан. 2015-Йилғичә сәуди әрәбистан, түркийә, пакистан, бәһрәйин қатарлиқ топлам нопуси 1 милярд 800 милйондин ашидиған 49 мусулман дөләт бу тәшкилатниң әзаси болған.
Бу тәшкилат “мусулманлар дунясиниң ортақ садаси” икәнликини вә “хәлқара тинчлиқ вә инақлиқни илгири сүрүш роһи билән мусулман дунясиниң мәнпәәтини қоғдаш” үчүн тиришидиғанлиқини оттуриға қойғаниди.