Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши уйғур елидики лагерлар һәққидә доклат елан қилди

Мухбиримиз ирадә
2018.08.23

Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 23-авғуст күни уйғур елидики “йепиқ тәрбийә” лагерлири һәққидә бир парчә йеңи доклат елан қилди.

Доклатқа “уйғурларниң кәң көләмдә тутқун қилиниши: биз пәқәт инсандәк яшашни тәләп қилимиз, бу артуқчә тәләпму?” дәп мавзу қоюлған. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мәзкур доклат мунасивити билән елан қилған баянатида уйғур елидә инсанийәткә қарши бир кризиси йүз бериватқан бир пәйттә хәлқара җамаәтниң буни тохтитиш үчүн дәрһал һәрикәткә өтүши керәклики әскәртилгән.

Бир милйондин артуқ уйғурниң “йепиқ тәрбийә” лагерлирида системилиқ идийә өзгәртиш һәрикити, қейин -қистақ вә һәтта өлүм тәһдити билән яшаватқанлиқи тилға елинған бу баянатта лагерларниң ахири берип ирқий қирғинчилиққа сәһнә болушиниңму еһтималдин узақ әмәслики, хәлқара җамаәтниң хитай һөкүмитигә лагерлардики тутқунларни азад қилиш вә хитай һөкүмитини җавабкарлиққа тартиш үчүн бесим шәкилләндүрүши керәклики әскәртилгән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши баянатида бу лагерларда оқуғучилар, зиялийлар, деһқанлар, тиҗарәтчиләр, дини өлималар, артислар, путбулчилар, йәрлик һөкүмәт әмәлдарлири, аяллар, әрләр, балилар, яшлар, қерилардин тәшкилләнгән барлиқ саһәләрдин адәм барлиқини тәкитләп, “йәһудийларға қилинған қирғинчилиқ тәкрарланмисун” дегән идийә билән чоң болидиған америкилиқларниң буниңға ортақ қарши туруши керәклики баян қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.