Д у қ: хитайниң паспорт йиғиш һәрикитидин қаттиқ әндишә қиливатимиз

Мухбиримиз әркин
2016.10.21

Д у қ җүмә күни баянат елан қилип, хитайниң уйғур районида башлиған паспорт йиғивелиш һәрикитидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини вә буни қаттиқ тәнқидләйдиғанлиқини билдүрди.

Баянатта қәйт қилишичә, паспорт йиғивелиш һәрикити қаримаққа барлиқ аһалиләргә қаритилғандәк қилсиму, әмма хитай даирилири бурун ениқ тәдбирләрни йолға қоюп, уйғурларниң саяһәт әркинликигә чәклимә қойған.

Йеқинда манас, қумул, үрүмчиниң мидуң райони, шихәнзә қатарлиқ наһийә, шәһәрләр уқтуруш чиқирип, аһалиләрдин паспортини алақидар орунларға тапшурушни тәләп қилған. Буниңдин сирт паспортниң хотән, қәшқәр, ғулҗа қатарлиқ вилайәт, шәһәрләрдиму йиғивелиниватқанлиқиға даир хәвәрләр тарқалған иди.

Хитай һөкүмити 2015‏-йили уйғурларға паспорт чәклимисини бикар қилғанлиқини елан қилип, бәзи районларда хәлқни паспорт елишқа илһамландурған. Бу хитай ахбарат васитилиридә кәң хәвәр қилинған иди.

Әмди униң немә үчүн паспортларни туюқсиз йиғивелиш нийитигә кәлгәнлики мәлум әмәс. Даириләр һазирға қәдәр буниңға һечқандақ қайил қиларлиқ чүшәнчә бәрмигән.

Д у қ баянатида йәнә “паспортни мусадирә қилиш вә қаттиқ башқуруш, йеқинқи йиллардин бери шәрқий түркистанда техиму җиддий мәсилигә айланди” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.