Уйғур елидики паспорт йиғивелиш уқтуруши хәлқара мәтбуатлардиму хәвәр қилинмақта
2016.11.24
Йеқинда уйғур елида чиқирилған паспорт йиғивелиш һәққидики уқтуруш хәлқара мәтбуатлардиму хәвәр қилинмақта.
Бүгүн фирансийә агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, уйғур елидики һәрқайси сақчи идарилири тәрипидин чиқирилған паспорт йиғиш уқтуруши хитайдики бир қисим муназирә тор бәтлиридә инкас қозғиған.
Тордашлар буниңға төвәндикидәк инкасларни язған: “мән паспортни һәр қетим байрамда чәткә чиққинимда уларниң йолйоруқини елип, уларниң бихәтәрлик тәдбирлириниң нишани болуш үчүн пул вә вақит сәрп қилип алмиған. Әгәр пуқралар өзиниң әң асасий һоқуқлириниму қоллиналмиса, биз қандақ яшаймиз?”
Йәнә бир инкаста “шинҗаң һазир барғансери ғәлитә болуп қеливатиду. Заман алдиға маңғансери шинҗаңда кәйнигә кетип бариду” дейилгән.
Б б с хәвәрләр ториниң хәвиридә ейтилишичә, хитайниң йәр шари вақти гезити пәйшәнбә күни “шинҗаңлиқлар һәммиси паспортлирини сақчиханиларға тәкшүрүш вә башқуруш үчүн тапшуруп бериши керәк, паспорти лазим болғанда сақчиханиға илтимас сунса болиду” дәп бир хәвәр тарқатқан. Улар йәнә уйғур елидики бир рәһбәрниң сөзини нәқил қилип туруп, паспорт йиғивелишниң уйғур елидики муқимлиқни қоғдаш вә террорлуққа зәрбә бериш үчүнлүкини билдүргән. Бирақ, бу уқтуруш кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриған.
Фирансийә агентлиқи хәвиридә, уйғур елида бундақ паспорт йиғивелиш һәрикәтлири илгириму елип берилғанлиқини, уйғурларниң хитай һөкүмитиниң сиясәтлиридин нарази икәнликини баян қилип, уйғур елида йүз бәргән бир қисим наразилиқ һәрикәтлирини хитай һөкүмити бир қисим террорлуқ тәшкилатлириға чатсиму, әмма нурғун мустәқил тәтқиқатчиларниң буниңға қетилмайдиғанлиқини вә хитай һөкүмитиниң өзиниң уйғур елида йүргүзүватқан қаттиқ қоллуқ сиясәтлирини ақлаш үчүн бу хил тәшкилатларниң күчини көптүрүветиду, дәп қарайдиғанлиқини әскәрткән.