Уйғур дияридики “қамалниң бошитилғанлиқи” давамлиқ гуман қозғимақта
2022.12.06
Хитай һөкүмити башқурушидики “шинҗаң гезити” ниң 2-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, үрүмчи шәһридики “хәвп-хәтәр дәриҗиси төвән” дәп айрилған районлардики аһалиләр сиртларға чиқип сода-сетиқ қиливатқанлиқи, бир қисим дукан вә магизинларниң нормал тиҗаритини әслигә кәлтүргәнлики мәлум.
Хәвәрдә ейтилишичә, йемәк-ичмәк саһәси әң “қизиған” түрләрдин болуп, нурғун заказларниң тапшурувелинғанлиқи, йәнә түркүм-түркүм кишиләрниң содилиққа келиватқанлиқи алаһидә йәр алған. Әмма бу һалниң үч айдин артуқ давам қилған “юқумни контрол қилиш” намидики қамал билән қанчилик бағлинишлиқ икәнлики, кишиләрниң күндилик турмуш буюмлириға болған еһтияҗиниң қайси дәриҗидә қандурулғанлиқи тилға елинмиған. Һалбуки, хитай һөкүмити нөвәттә вирус юқуминиң төвәнләватқанлиқини тәкитләш билән биргә уйғур диярида йеңидин байқалған вирус юқумдариниң йәттә нәпәр икәнликини, аламәтсиз юқумдрлар саниниң 533 икәнликини елан қилған.
Кишиниң алаһидә диққитини қозғайдиғини, бу һәқтики хәвәрләрдә мәйли содилиққа чиққан аһалә болсун яки дукандарлар болсун, уларниң бирдәк хитай икәнлики ейтилған. Үч айдин артуқ давам қилған “қамал” да әң еғир қурбанларни бәргән уйғурлар һәққидә һечнәрсә тилға елинмиған. Һалбуки, хитай һөкүмитиниң хәвәрлиридә тилға елинмиған уйғурларниң әһвали иҗтимаий таратқуларда җанлиқ әкс әткән. “фейсбок” вә тиветтерларда тарқилип йүргән, тәпсилатини дәлилләшкә имкан болмиған қисқа видийоларда көрситилишичә, вирус юқумидин “бошитилған” уйғурлар тездин қороларға топлинип, хитайчә тилда “қизил нахша” ейтишқа вә байрақ чиқиришқа тәшкилләнгән.
Америкадики ақиллар мәркәзлиридин бири болған “әркинлик сарийи” ниң тәтқиқатчиси сараһ кук (Sarah Cook) ханим “германийә долқунлири” ниң бу һәқтики зияритини қобул қилғанда, хитайда кәң әвҗ алған пуқралар намайиши, болупму хитай һөкүмитиниң “24-ноябир от апити” гә қайтурған инкаслириниң бири сүпитидә һазир бир қисим җайларда “қамални бошитиш” һадисисиниң оттуриға чиққанлиқини, әмма буниң қанчилик муддәт давам қилишиға һазирчә бирнәрсә демәк қийин икәнликини алаһидә тәкитлигән иди.