Гучуң наһийәсиниң җанбулақ айродурумида өткән һәптидин башлап рәсмий қатнаш башланған
2024.08.13
2017-Йили башланған чоң тутқун билән бир вақитта хитайниң көчмән йөткәш, мәбләғ селиш, иқтисадий ечиш вә саяһәтчилик нуқтиси болған уйғур ели, нөвәттә хитайдики йолучилар айродуруми әң көп районға айланған.
Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, 8-авғуст күни уйғур елидә йәнә бир йолучилар айродуруми пүтүп, рәсмий қатнаш башланған. Бу қетим санҗи шәһириниң аз кәм 16 километир сиртидики гучуң наһийәсигә қарашлиқ җанбулақ айродурумида қатнаш башлинип, уйғур елиниң ичи вә сиртидики бир қанчә шәһәргә йеңи һава қатнаш линийәси ечилған. Һалбуки, йеңи ечилған бу һава йоли линийәси хитайниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ саяһити” дәп аталған саяһәт һәрикити вә иқтисади ечиветишкә хизмәт қилишни чиқиш қилиду, дәп қаралмақта.
“хитай хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, гучуң җанбулақ айродуруми йолучи күтүвелиш сиғими 500 миң адәм қетимдин төвән болған райондики тунҗи тармақ айродурум, шундақла санҗи областидики тунҗи хәлқ йолучилар айродуруми икән. Хитай һөкүмити 2017-йилидин башлап аз дегән бир милйон уйғурни лагер, түрмиләргә қамаш билән бир вақитта, районниң қатнаш ул әслиһәләр қурулушини тезлитип, наһийәләргиму айродурум қуруш арқилиқ ичкири өлкиләр билән болған алақини техиму қолайлаштурған.
“хитай хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, нөвәттә гучуң җанбулақ айродурумидин уйғур елиниң ғулҗа, корла, ақсу, қәшқәр шәһиригә, шундақла хитайниң ләнҗу, җеңҗу, чеңду, фуҗу шәһәрлиригә йолучилар қатнаш йоли ечилған. Хитай таратқулирида, һазир уйғур елиниң хитай бойичә айродурум әң көп районға айланғанлиқи, нөвәттә уйғур елидики хәлқ йолучилар айродуруминиң 26 гә йәткәнлики қәйт қилинмақта.