Дуня уйғур қурултийи: уйғурлар рамзанни қатму-қат бесим вә чәклимиләр ичидә күтүвалди
2013.07.09
8-Июл пүтүн дуня мусулманлири бир айлиқ роза тутушни башлиған хасийәтлик күндә, дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит радиомиз зияритини қобул қилип, уйғурларниң қатму-қат бесим вә чәклимиләр ичидә рамзан ейини күтүвалғанлиқини билдүрди.
Дилшат ришит сөзидә, даириләрниң рамзан ейидики чәклимә вә назарәтни әң юқири дәриҗигә көтүргәнликини билдүрүп, тәтил мәзгилигә тоғра кәлгән рамзан ейида оқуғучиларниң мәктәпкә мәҗбурий йиғивелинип, йемәк йейишкә зорлиниватқанлиқини, һөкүмәт хизмәтчилириниң роза тутушини чәкләйдиған һәр хил уқтурушлар елан қилинғанлиқини, авам пуқраларғиму түрлүк чәклимиләр қоюлуп,рамзан ейидә мәсчит қатарлиқ аммиви диний сорунларға 24 саәт назарәтчи қоюлғанлиқини билдүрди.
Хитайниң һөкүмәт тор бекәтлиридиму, рамзан мәзгилидики уқтуруш, бәлгилимиләр елан қилинған. 8-Июл күни қаримай һөкүмәт торида “рамзан мәзгилидә қаримай шәһиридики мәсчит қатарлиқ диний сорунларда һәрқандақ намда диний тәлим-тәрбийә курслириниң ечилишиға рухсәт қилинмайдиғанлиқи; зоһур вә иптар вақтиниң һөкүмәт тарқатқан җәдвәлгә асасән орунлаштурулғанлиқи; район атлап, мәсчит атлап диний паалийәтләр билән шуғуллинишқа болмайдиғанлиқи, диний сорунларда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинидиғанлиқи” алаһидә уқтурулған.