Хитай даирилири уйғур районида йәрлик хәлқни кәң көләмлик “зоңза байрими” ни тәбрикләшкә тәшкиллигән

Мухбиримиз әркин
2019.06.10

Хитай һөкүмити уйғур районида йәрлик милләтләрни хитай хәлқиниң миллий байрамлирини тәбрикләшкә тәшкилләп, уйғур мәдәнийитиниң орниға “җуңхуа мәдәнийити” ни омумлаштуруш һәрикитини изчил давамлаштурмақта. Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, даириләр өткән һәптиниң ахири уйғур аптоном райони миқясида һәр хил паалийәтләрни уюштуруп, йәрлик хәлқләрни хитайлар билән биргә “зоңза байрими” ни тәбрикләшкә тәшкиллигән. Даириләр ақсуниң онсу наһийисидики оқтерәк кәнтидәк бәзи йеза-кәнтләрдә “милләтләр иттипақлиқини күчәйтип, җуңхуа мәдәнийитини әвҗ алдурайли” дегән темида “қошмақлашқан туғқанларниң зоңза байримини тәбрикләш, зоңза мәдәнийитини тәшвиқ қилиш, зоңза түгүш вә йейиш қатарлиқ әнәниви таамлар мусабиқиси” өткүзгән. Бу һәқтики хәвәрләрдә, “мусабиқигә талланған зоңза түгүш вә тамақ пишуруш маһирлириниң қатнишип, уйғурларға “зоңза мәдәнийитиниң әһмийити һес қилдурулғанлиқи”, мусабиқидә талланған маһирларниң мукапатланғанлиқи тәкитләнгән.

Зоңза байрими хитайларниң 4 чоң миллий байриминиң бири болуп, у буниңдин 2 миң нәччә йүз аввал өзини минҗяң дәрясиға ташлап өлүвалған классик хитай шаири чү йүәнни хатириләш намида пәйда болған. Кейинки әсирләрдә бу хатириләш күни байрамға өзгирип, шәрқий асия мәдәнийәттә чәмбирикидики хәлқләрниң ортақ байримиға айланғаниди. 

Хитай һөкүмити 2017‏-йилдин башлап уйғурларни хитайниң чаған, чокантал қатарлиқ миллий байрамлирини мәҗбури тәбрикләшкә уюштуруп кәлмәктә. Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң бир тәрәптин норуз, қурбан һейт, роза һейт, доппа байримидәк диний вә миллий байрамлирини чәкләп, йәнә бир тәрәптин уйғурларни чаған, чокантал байрими, зоңза байримидәк әнәниви хитай һейт-байрамлирини өткүзүшкә мәҗбурлиши, униң уйғур районида омумйүзлүк иҗра қиливатқан уйғур мәдәнийитини йоқитип, уйғурларни омумйүзлүк ассимилятсийә қилиш сияситиниң бир қисми икән”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.