Маралбеши наһийәсидики 813 аилә, 3433 адәм өйлиридин көчүрүветилгән

Мухбиримиз ирадә
2019.10.29

Уйғур елидики йеза аһалилириниң “намратлиқтин қутулдуруш” дегән нам астида әвладму-әвлад олтурақлишип кәлгән өйлиридин көчүрүлүватқанлиқи вә шуниң билән биргә “мәҗбурий әмгәк” кә тутулуватқанлиқи мәлум болмақта.

25-Өктәбир күни, хитайниң “тәңритағ” торида тарқитилған бир хәвәрдин ашкарилинишичә йеқинда маралбеши наһийәсиниң һәрқайси йеза-базарлиридин җәмий 813 аилә, 3433 адәм өз өйлиридин көчүрүлүп, маралбеши базириға ясалған “бәхт гүллүки” мәһәллисидики 60 кивадират метир келидиған бина өйләргә көчүрүлгән.

Юқиридики хәвәрдә, йеза-қишлақлардин көчүрүп келингән аһалиләрниң “кархана + намрат аилә” әндизиси арқилиқ муқим ишқа орунлаштурулғанлиқи, уларниң маралбеши наһийәсидики хехуң кийим-кечәк шеркитидә ишқа орунлишип, муқим киримгә игә болуп намратлиқтин қутулғанлиқи тәнтәнә қилған. 

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики йеза аһалилирини “ишик алдидила хизмәткә орунлаштуруш” дегән нам астида интайин төвән мааш берип, шу йеза-наһийәләргә селинған кийим-кечәкни асас қилған завутларда ишқа селиватқанлиқи, һәтта ипадси яхши дәп қаралған бир қисим лагер тутқунлириниңму мушу завутларда мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи тәтқиқатчилар күчлүк диққәт қиливатқан мәсилигә айланди. 

Уйғурларниң вәзийитини йеқиндин тәтқиқ қилип келиватқан германийәлик тәтқиқатчи адриян зенз йеқинда америка дөләт мәҗлисидә уйғур елидики мәҗбурий әмгәк мәсилиси һәққидә гуваһлиқ бәргәндә, хитай һөкүмитиниң “террорлуққа қарши уруш” ниң кейинки қәдими сүптиидә “иҗтимаий муқимлиқ вә узақ мәзгиллик әминлик” ни нишан қилғанлиқини, бу нишанға йетиш үчүн хитай һөкүмитиниң “намратлиқтин қутулдуруш” намида “тәрбийәләш” кә топланған уйғурларни системилашқан завутлар вә йеза-кәнтләрдики завутларда мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини, оқуш йешиға йәтмигән балиларни болса һөкүмәтниң башқурушидики йәслиләргә елип кетип, аялларниму бу хил әмгәкләрниң қурбаниға айландуруватқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.