Хитайниң уйғурлар диярида йеңидин төмүрйол ясимақчи болуши диққәт қозғиди
Уйғурлар дияридики ғол төмүрйол линийәси 1980-йиллардин башлап изчил узартилип келиниватқан болуп, йеқинда хотәндин чақилиқ наһийәсигичә болған бөләктә қурулуш башлаш рәсмий тәстиқтин өткән.
Шинхуа агентлиқиниң 8-майдики хәвиридә ейтилишичә, омумий узунлуқи 825 километир болған бу төмүрйол бөликигә 22 милярд сом (тәхминән 5.3 Милярд америка доллири) мәбләғ селинидикән.
Пүткүл линийәдә 69 бекәт тәсис қилинған болуп, қурулуш тамамланғанда пойизлар саитигә 120 километир тезликтә маңалайдикән. Хәвәрдә көрситилишичә бу қурулушниң үч йерим йилда тамамлаш мөлчәрләнмәктә икән.
Мәлум болушичә, бу қурулуш пүткәндә чақилиқтин чиңхәй өлкисидики голмуд шәһиригичә созулған төмүрйол линийәсигә улинидикән. Буниң билән тәклимакан чөллүкини мукәммәл чәмбәр шәклидә төмүрйол билән орап чиқиш тамамлинидикән. Шуниңдәк қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайлардин қозғалған пойизлар үрүмчигә бармастинла чақилиқ арқилиқ ичкири хитай өлкилиригә кетәләйдикән.
Анализчилар бу һәқтә тохтилип, “төмүрйол линийәлириниң узартилиши маһийәттә йәрлик уйғурларға мәнпәәт йәткүзүшни әмәс, бәлки байлиқларниң ичкиригә тошулушини тезлитиду, шуниңдәк хитайниң мәзкур районға болған контроллуқини техиму мустәһкәмләйду” деди.