Толи наһийәсиниң қазақ һакими мәсчит чиқишқа қарши чиққанлиқи үчүн тутқун қилинған

Мухбиримиз әркин
2019.11.08

Уйғур дияридики толи наһийәсиниң қазақ һакими қәһриман ахманниң мәсчит чеқишқа қарши чиққанлиқи үчүн тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлди.

Толи наһийәсиниң мәзкур һакиминиң қазақистанда турушлуқ уруқ-туғқанлириниң кишилик һоқуқ тәшкилатлириға ашкарилишичә, қәһриман ахман буниңдин 18 ай илгири тутқун қилинған болуп, униң һазирға қәдәр һечқандақ из-дерики йоқ икән.

Хитай һөкүмити2017‏-йили3‏-айдин башлап уйғур, қазақ вә райондики башқа мусулманларни кәң көләмлик тутқун қилиш билән бир вақитта мәсчитләрни кәң көләмдә чеқишқа башлиған. Бу җәрянда бу һәрикәткә қарши турған яки униңда актип болмиған нурғун йәрлик кадирлар “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип тутқун қилинған вә қамаққа һөкүм қилинған иди. 

Нөвәттә қәһриман ахманниң ақивитиниң қандақ болғанлиқи мәлум әмәс. Униң қазақистанда турушлуқ бир нәврә сиңлиси нурҗәннәт уланбайниң қазақистандики “атаюрт пидаийлири” кишилик һоқуқ тәшкилатиға билдүрүшичә, 47 яшлиқ қәһриман ахман “толи наһийәсиниң һакимлиқ вәзиписидики вақтида буйруқ чүшүрүп, бир мәсчитни чеқишни рәт қилған,” икән. “атаюрт пидаийлири” ниң әзаси рәисқан 7‏-ноябир күни радийомизға бәргән учурида нурҗәннәтниң сөзини нәқил кәлтүрүп, “у вәзипидики вақтида мәсчит чеқишни рәт қилған. Шуңа лагерға елип кетилгән. Буниңға 18 ай болған болсиму, лекин униң өлүк-тириклики һәққидә һечқандақ учур йоқ,” дегән. 

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси гең шуаң буниңдин техи бир күн аввал уйғур районида йиғивелиш лагерлириниң мәвҗутлуқини рәт қилған. У бу сөзләрни америка ташқий ишлар министири майк помпейониң 5‏-ноябир күни қилған уйғурлар һәққидики сөзигә қайтурған инкасида ейтқан. Майк помпейо уйғурлар һәққидики баянатида бейҗиң даирилирини чәтәлдики уйғурларға вә уларниң юртидики уруқ-туғқанлириға паракәндичиликни тохтитишқа чақирған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.