Қазақистандики муһаҗир адилғази ярғази борталада тутулған қериндиши үчүн қазақистандин ярдәм сориди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.11.09

Радийомиз хитайчә бөлүминиң хәвәр қилишичә, қазақистанға 2012‏-йили көчүп чиқип кәткән муһаҗир адилғази ярғази йеқинда қазақистан даирилиригә қарита бир видийолуқ илтиҗанамә елан қилип, борталада бу йил 5‏-айда тутқун қилинған вә һазиеғичә из-дерики болмайватқан қериндиши һүсәнғазиниң қоюп берилишигә ярдәм қилишини тәләп қилған.

Мәлум болушичә, һүсәнғази бөрталаниң җиң наһийә дахийәнзи базирида олтурушлуқ болуп, у тутулғандин кейин йәрлик даириләр һүсәнғазиниң уруқ-туққанлириға униң тутулушң сәвәби вә орни һәққидә һечқандақ учур бәрмигән. Адилғази ярғази илтиҗанамсидә өзиниң бу ғайиб қериндиши билән пат арида җәм болуш арзуси барлиқини ипадилигән, әмма у қериндиши һүсәнғазиниң қазақистанда турушлуқ рәсмийити бар-йоқлуқи һәққидә мәлумат бәрмигән.

Уйғур елидин қазақистанға көчүп кәткән қазақлар йеқиндин буян хитай даирилириниң өзлири вә уруқ-туққанлириға селиватқан зулуми һәққидә дуня ахбаратлириға мәлумат бәрмәктә. Йеқинда қазақистан даирилири қазақ муһаҗирларниң бир қисим тәләплиригә қарита ипадә билдүргән. Улар ипадисидә мәзкур мәсилиләр һәққидә хитай тәрәп билән сөзлишидиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.