Хитай даирилири қорғаста байқалған корона вируси юқуми сәвәблик ғулҗини карантинға алған
2021.10.04
Хитай даирилири уйғур елиниң қазақистан чеграсидики қорғас шәһиридә байқалған корона вируси юқуми сәвәблик пүтүн ғулҗини карантинға алған. “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң билдүрүшичә, ғулҗида айропилан, аптобус вә төмүрйол қатниши тохтитилған, йоллар тосулған. Хитай иҗтимаий таратқулирида елан қилинған ғулҗиниң әһвалиға даир учурларда, меһманханиларниң адәм қобул қилишни тохтатқанлиқи шундақла даириләрниң пуқраларни йәнә өйлиридә карантинға алғанлиқи илгири сүрүлгән.
Бәзи учурларда буниң деһқанлар вә намратлар үчүн бәк увалчилиқ болғанлиқи, чүнки бу ғулҗа деһқанлириниң әң алдираш күзлүк йиғин пәсли икәнлики тәкитләнгән. Хитай даирилириниң ашкарилишичә, юқумдарларниң һәр иккилиси қорғас шәһириниң “явро-асийә җиңдийән аһалиләр райони” да олтурушлуқ болуп, улардин қорғастики бир кийим-кечәк дукинида ишләйдиған бири 9-айниң 19-күни хитайниң чеңду шәһиридин айропиланда ләнҗу арқилиқ ғулҗиға кәлгән. Йәнә бири аял болуп, йеқинқи 15 күндин бери қорғастин сиртқа чиқип бақмиған бири икән.
Қорғас сәһийә комитетиниң ваң фамилилик мудири 4-өктәбир “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гә юқумдарларниң йәкшәнбә күни тәкшүрүлүп, қорғастики нуқтилиқ бир дохтурханида теббий көзитишкә елинғанлиқини билдүргән.
Униң ейтишичә, хизмәт гурупписи бу икки юқумдар учрашқан 192 кишини байқиған вә 38 миң 376 кишигә қарита бәдән тәкшүрүши елип барған. Уйғур аптоном районлуқ партком 3-өктәбир чен чүәнгониң башчилиқида чақирған син йиғинида, ғулҗиниң карантин әһвалини музакирә қилип, “муһим җайларға вә нуқтилиқ топларға қарита кәскин алдини елиш тәдбирлирини йолға қоюш” ни тәләп қилған.