Уйғур елигә хитай өлкилиридин 20 миң нәпәр оқутқучи қобул қилинидикән

Мухбиримиз ирадә
2019.02.28

Хитай һөкүмити 2019-йили ичидә уйғур елигә хитай өлкилиридин 20 миң нәпәр хитайни оқутқучи қилип йөткәшни пиланлимақтикән.

“хитай хәвәрләр тори” ниң 26-феврал күнидики хәвиригә қариғанда, юқириқи бу пилан хитай маарип министирлиқиниң “он миң оқутқучи арқилиқ тибәт вә шинҗаңға ярдәм бериш” намлиқ сияситигә асасән елип берилидикән. 

Хәвәргә қариғанда, мәзкур пиланға асасән өткән йили ичидә хитай өлкилиридин алий мәктәпләрни пүттүргән 7000 киши уйғур елигә оқутқучилиққа қобул қилинған. Даириләр бу йил бу санни йәниму ашуруп, 20 миң нәпәргә йәткүзүшни пиланлимақтикән. 

Хебей өлкиси болса 26-феврал күни 203 нәпәр йәсли оқутқучиси вә алий мәктәп оқуғучилирини мурасим билән уйғур елигә узитип қойған. Хәвәрдә ейтилишичә, улар байинғолин области вә биңтуәнниң 2-дивизийәсигә қарашлиқ шәһәрләрдики мәктәпләргә орунлаштурулидикән. Хебей өлкисидин йеқинқи 2 йил ичидә уйғур елигә әвәтилгән оқутқучи сани 860 нәпәрдин ашидикән. 

Уйғур аптоном районлуқ даириләр йеқиндин буян түрлүк сиясәтләр бойичә хитай өлкилиридин адәм қобул қилишни йәниму тезләтмәктә. Техи мушу айниң бешида ғулҗа наһийилик һөкүмәт наһийә тәвәсидики башланғуч вә оттура мәктәпләргә хитай өлкилиридин 600 нәпәр хитай тили оқутқучиси қобул қилиш елани чиқарған иди. Охшаш мәзгилдә йәнә чәрчән наһийисиму хитай миқяси бойичә җәмий 86 нәпәр оқутқучи вә 200 нәпәр мәмурий хадим қобул қилидиғанлиқи һәққидә уқтуруш чиқарған иди.

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң уйғур елигә көпләп хитай көчмәнлирини йөткәп, лагерларға қамалған уйғурларниң орнини толдурмақчи болуватқанлиқини пәрәз қилишмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.