Хитайниң химийә санаити тоқумичилиқи уйғур дияриға йөткәлмәктә

Мухбиримиз әзиз
2022.01.06

“ақсу ахбарат тори” ниң йеқинқи хәвиридә ейтилишичә, ақсу вилайитидә көпләп қурулуватқан “санаәт шәһәрчиси” районлириға хитай өлкилиридин содигәр чақириш йеқинда рәсмий башлинип кәткән.

Хәвәрдә ейтилишичә, буниңға даир дәсләпки түр сүпитидә җяңсу нәнтоң тинч окян тоқумичилиқ ширкити вә хаңҗу химийәлик тала чәклик ширкити дәсләп болуп үч йерим милярд сом (тәхминән 500 милйон америка доллири) қиммитидә мәбләғ селиш келишими имзалиған. Бу қетимқи мәбләғ селиш түри пүткәндин кейин ақсу вилайитиниң тоқумичилиқ, кийим-кечәк кәспини пүтүнләй дегүдәк қолға алидикән. Шундақла ақсу вилайитини химийәлик тала мәһсулатлирини ишләпчиқиридиған базиға айландуридикән.

Һалбуки өткән бирнәччә йилдин буян уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк һадисисиниң көп қисми дәл мушу хилдики хитай ширкәтлири ачқан тоқумичилиқ завутлирида көрүлүватқан болуп, һәр саһәниң күчлүк әйиблишигә учрап кәлгәниди. Йиллардин буян хитай һөкүмитиниң уйғур диярини нефит вә көмүр мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш базиси қиливалғанлиқи, буниң билән пүткүл район муһитиниң еғир дәриҗидә булғинишиға йол ечиливатқанлиқи мәлум болғаниди. Әмдиликтә уларниң химийәлик тоқулма саһәсини уйғур дияриға елип келиши бу җәһәттики булғинишни техиму еғирлаштуриду, уйғур ишләмчилириниң саламәтлик мәсилилирини кәлтүрүп чиқириду дәп қаралмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.