Ли йифейниң үрүмчигә йөткилиши гуман қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2020.05.13

“шинҗаң гезити” ниң 13-майдики хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмити йеқинда гуйҗу өлкилик парткомниң даимий һәйәт әзаси ли йифейни уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий һәйәт әзалиқиға тәйинләш һәққидә уқтуруш чиқарған.

1964-Йили туғулған ли йифей узун мәзгил йүннәндә хизмәт қилған болуп, 2014-йилидики “кунмиң пойиз истансиси һуҗуми” йүз бәргән вақитта йүннән өлкилик һөкүмәтниң муавин баш катипи болуп ишлигәникән. Арилиқта бир мәзгил йәнә кунмиң шәһәрлик сиясий қанун комитетиниң секретари болғаникән.

“бейҗиң хәвәрлири” ториниң бу һәқтики хәвиридә йеқинқи бир ай ичидә уйғурлар дияридики бир қисим юқири дәриҗилик әмәлдарларниң йөткилиши баян қилиниду. Шу қатарда уйғур аптоном районлуқ сиясий қанун комитетиниң секретари ваң җеңҗүнниң уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари вә биңтуән парткоминиң секретари болуп тәйинләнгәнлики, илгири бу вәзипиләрни өтигән сун җинлоңниң хитай екологийәлик муһит министирлиқиниң муавин министири болғанлиқи ейтилиду. Шуниңдәк аптоном районлуқ парткомниң даимий һәйәт әзаси болған җи җеңниң бейҗиңға йөткәп кетилгәнликиниму әскәртилиду.

Гәрчә бу қетимқи даимий һәйәт әзалирини йөткәшниң ички сәвәблири намәлум болсиму, бир қисим анализчилар бу һал хитайниң уйғурлар дияридики бир қетимлиқ әмәлдар алмаштуруш һәрикитиниң башлиниши болуши мумкин, дейишмәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.