Уйғур аптоном райони бу йил хитайдин 9 миңдәк оқутқучи қобул қилишни пиланға киргүзгән

Мухбиримиз әркин
2019.06.07

Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити бу йил ичидә хитайниң мәмликәт миқясидин 9 миңдәк оттура-башланғуч вә йәсли оқутқучиси қобул қилишни пиланға киргүзгән.

Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, қобул қилинидиған оқутқучиларниң аз кәм 5500 нәпири, йәни омуми санниң 62% и уйғур елиниң җәнубидики қәшқәр, хотән, қизилсу қатарлиқ 3 вилайәт, бир областқа қобул қилинидикән.

“шинҗаң гезити” ниң 7‏-июн бәргән бу һәқтики хәвиридә 8837 нәпәр оқутқучиниң 1842 нәпириниң йәсли, 4058 нәпириниң башланғуч, қалған қисминиң толуқ вә толуқсиз толуқсиз оттура мәктәпләргә қобул қилинидиғанлиқини билдүргән. Бу хитай даирилириниң 2017‏-йили 2‏-айдин башлап уйғур, қазақ вә райондики башқа түрки милләтләрни кәң көләмлик тутқун қилип, лагерларға қамашқа башлиғандин буян мәзкур районниң маарип системисиға зор түркүмдә оқутқучи қобул қилиш һәрикәтлириниң биридур.

Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикитидә нурғун уйғур оқутқучиларниң тутқун қилинип лагерларға қамилиши районда оқутқучилар қошунидики зор бошлуқни пәйда қилған икән. Бу йәнә нурғун уйғур балилириниң қаранчуқсиз қелип ятақлиқ йитимлар мәктәплириниң оқутқучилар қошуниға болған еһтияҗини зор дәриҗидә ашурувәткән.

Көзәткүчиләр, нөвәттә хитай һөкүмитиниң мәмликәт миқясидин зор түркүмдә оқутқучи қобул қилип, бу бошлуқни толдуруватқанлиқини илгири сүрмәктә. Америка дөләт мудапийә министирлиқиниң илгири сүрүшичә, нөвәттә 3 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа аз санлиқ милләтләр йиғивелиш лагерлирида тутуп турулмақта икән. “шинҗаң гезити” ниң хәвәрдә қәйт қилинишичә, бу йиллиқ оқутқучи қобул қилиш хизмити 8‏-айниң ахирлирида ахирлишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.