Хитайниң һәрқайси җайлиридин 28320 адәм уйғур елидә ишқа орунлаштурулидикән

Мухбиримиз ирадә
2020.07.09

Хитай рәһбәрлири һәдәп алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларни уйғур елидә йилтиз тартишқа чақириватқан бир мәзгилдә уйғур елидики карханиларниң җәмийәттин бу йил җәмийәттин 28320 нәпәр хизмәтчи хадим қобул қилидиғанлиқи һәққидә уқтуруш тарқитилди.

Хитайниң “тәңритағ тори” да тарқитилған бу уқтуруштин қариғанда, 7-айниң 31-күнигичә, уйғур елиниң һәрқайси җайлиридики хусусий карханиларниму өз ичигә алған 1395 орун җәмийәттин 28320 хизмәтчи хадим қобул қилидикән. Бу мунасивәт билән уйғур елидики карханилар мәмликәт миқясидин адәм қобул қилиш үчүн тәклип қилиш йәрмәнкиси өткүзидикән. У 2020-йили университетни пүттүргәнләр, ишсизлар вә иштин бошитилған вә яки иш күтүп турған хизмәтчиләрни мәркәзлик ишқа орунлаштуридикән.

Юқиридики хәвәрдә йәнә, уйғур елидики һәрқайси наһийәләрниң қанчә адәм қобул қилидиғанлиқи һәққидики санлиқ мәлуматму берилгән болуп, или қазақ аптоном областиға 4067, хотәнгә 8495 нәпәр, үрүмчигә 4002 нәпәр қатарлиқ җәмий 28320 адәм қобул қилинидикән.

Хитай һөкүмити йиллардин бери хитай өлкилиридин һәрхил намлар, һәрхил сиясәтләр бойичә уйғур елигә адәм йөткәшни давам қилмақта. Уйғурлар лагерға қамалғандин сирт, ичкири өлкиләргә “ешинча әмгәк күчи” намида йөткиливатқан бир шараитта хитайларниң һәдәп уйғур елидә ишқа орунлаштурулуши хәлқара кишилик һоқуқ органлири әң күчлүк тәнқид қиливатқан мәсилиләрниң бири иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.