Хәлқаралиқ ахбаратларда “вухән вируси” ниң уйғур елидики лагер тутқунлириға пәйда қиливатқан тәһдити хәвәр қилинди


2020.02.13

Хитайниң вухән шәһиридин тарқиливатқан таҗсиман вирусниң уйғур елидики лагерларда йетиватқан милйонлиған тутқунларға пәйда қиливатқан тәһдити чәтәлләрдики уйғур җамаитиниң күчлүк әндишини қозғиған иди. Улар бу мәсилигә диққәт тартиш үчүн “вирус лагерларға тәһдит салмақта” дегән мәзмундики хәштәг һәрикити вә шундақла лагерларни тақаш арқилиқ вирус хәвпини азайтиш һәққидики имза қоюш һәрикәтлирини башлиған иди.

Уларниң бу һәрикити хәлқара ахбаратларниңму диққитини тартти. 13-Феврал күни “әл-җәзирә” телевизийәси, фирансийә агентлиқи вә “муһапизәтчи” гезити қатарлиқ ахбаратлар бирдәк бу мәсилигә орун бәрди.

Фирансийә агентлиқи бу һәқтики хәвиридә вирусниң лагерлардики уйғурларға тарқилиш хәвпиниң һазир чәтәлләрдики уйғурларни қайғуға селиватқанлиқини тәкитлигән вә бу һәқтә фирансийәдики уйғур зиялийси дилнур рәйһан вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаларниң бу һәқтики сөзлиригә орун бәргән. Улар сөзлиридә вәзийәтниң хәтәрлик икәнликини тәкитләп, лагер тутқунлири үчүн дуня җамаәтчиликиниң дәрһал һәрикәткә өтүши керәкликини билдүргән.

Иммунитет мутәхәссиси норберт гуалда фирансийә агентлиқиға қилған сөзидә бу һәқтики әндишиләрниң йоллуқлиқини тәкитләп: “уларниң тутуп турулуватқан шараитлири начар, лагерлар тәртипсизликкә, роһий бесимға вә қорқунчқа толған. Җүмлидин бу вирусниң тарқилиши үчүн лагерларда интайин мувапиқ бир шараит һазирланған,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.