Хитай даирилири уйғур аптоном районида һечқандақ корона вируси юқумдари қалмиғанлиқини елан қилди

Мухбиримиз әркин
2020.03.09

Хитай даирилири 8‏-март күни уйғур аптоном районидики әң ахирқи корона вируси юқумдариниң сақайғанлиқи, районда һечқандақ юқумдар қалмиғанлиқини елан қилип, қатнашниң асасән әслигә кәлгәнликини җакарлиған.

Үрүмчи шәһиридә 9‏-марттин башлап һөкүмәт органлири, идарә җәмийәт, бир қисим кархана вә тарқақ дуканлар ишқа чүшүп, аммиви қатнаш әслигә кәлгән. Лекин көзәткүчиләр йәрлик даириләрниң бу қараридин қаттиқ әндишә қилмақта. Улар йәрлик даириләрниң райондики юқум әһвалини йошуруп, бу җәһәттики санлиқ мәлуматларни толуқ елан қилмиғанлиқини илгири сүрүп кәлди. Уйғур аптоном районлуқ сәһийә даирилириниң қәйт қилишичә, корона вирусида юқумлинип карантинға елинған әң ахирқи бимар 8‏-март күни сақийип дохтурханидин чиққан. Даириләр биңтуән 9‏-девизийәсидики мәзкур бимарниң дохтурханидин чиқиши билән райондики 73 нәпәр юқумдардин һечким қалмиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Даириләр илгири мәзкур районда 76 нәпәр юқумдар байқалғанлиқи, улардин 3 нәпириниң өлгәнликини елан қилған. Уйғур аптоном районлуқ сәһийә-саламәтлик комитети 8‏-март елан қилған уқтурушида, мәзкур районда йеқинқи 18 күндин бери һечқандақ юқумдар байқилип бақмиғанлиқини билдүргән. Лекин чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити дуняниң диққитини қозғап қоймаслиқ, шундақла уйғур “ешинча әмгәк күчлири” ни йөткәш үчүн районда корона вирусиниң контрол қилинғанлиқини илгири сүрмәктикән. Хитай һөкүмити 2‏-айниң 22‏-күнидин башлап уйғур яшлирини “ешинча әмгәк күчи” намида райондики вә ичкири өлкиләрдики карханиларға кәң көләмлик йөткәшкә башлиғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.