Уйғур елида 16 дохтурхана “вухән вируси” ни давалаш орни қилип бекитилгән
2020.01.24
Хәлқарада “вухән вируси” дәп атиливатқан йеңи типтики таҗсиман вирус билән юқумланғучилар сани тез сүрәт билән көпәймәктә. Ройтерсниң хәвәр қилишичә, 24-январ күни хитайда бу вирус билән өлгәнләр сани 26 нәпәргә, юқумланғучилар сани 887 нәпәргә йәткән.
Хитай һөкүмитиниң бу вирус мәсилисидә йетәрлик дәриҗидә очуқ-ашкара болмайватқанлиқи һәққидики хәвәрләр бу вирусниң зади қанчилик даиридә кеңәйгәнлики һәққидә түрлүк гуман вә әндишиләрни пәйда қилмақта.
23-январ күни уйғур аптоном районлуқ даириләрму районда икки кишиниң “вухән вируси” билән юқумлинип карантинға елинғаниқини елан қилған. Бүгүнки хәвәрләрдин қариғанда, уйғур аптоном районлуқ даириләр һәрқайси вилайәт, област, шәһәрләрдә йеңи типтики таҗсиман вирус билән юқумланғанғучиларни давалаш бойичә 16 дохтурханиниң тизимликини елан қилған. Бундин башқа йәнә диягноз қоюш нуқтиси вә 212 давалаш аппаратида қизитма амбулаторийәси ечилған.
“тәңритағ тори” ниң хәвәр қилишичә, 1-айниң 23-күни чүштин кейин уйғур аптоном районлуқ даириләр уйғур районлуқ партком сериктари чен чүәнгониң йетәкчиликидә җиддий йиғин чақирип бу һәқтики хизмәтләрни орунлаштурған. Чен чүәнго сөзидә сиясий йүксәкликтә чиң туруп, ши җинпиң идийәсидин тәврәп кәтмәсликни, муқимлиққа қәтий капаләтлик қилишни тәкитлигән.
Чәтәлләрдики көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур районида йолға қоюлған бу тәдбирләр кесәллик әһвалиниң җиддийликидин дерәк беридикән.
Уйғур ели вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан тәтқиқатчилардин адриян зенз вә җәймис милвард қатарлиқлар әгәр бу вирус уйғур елида бир милйондин ошуқ киши қамилип ятқан лагерларға тарқалған тәқдирдә йүз бәргүси паҗиә һәққидә өз әндишилирини ипадә қилди.