Тунҗи нөвәтлик уйғур хәлқ дастанлири хәлқара илмий муһакимә йиғини бейҗиңда өткүзүлгән
2015.10.26
“тәңритағ тори” вә башқа уйғурчә тор бәтлириниң хәвиригә қариғанда, 10-айниң 19- вә 20-күнлири бейҗиңда тунҗи нөвәтлик уйғур хәлқ дастанлири хәлқара илмий муһакимә йиғини өткүзүлгән.
Мәзкур йиғинға уйғур елидики хәлқ әдәбияти вә мәдәнийитини тәтқиқ қилидиған тәтқиқатчилардин башқа йәнә түркийә, германийә, японийә қатарлиқ әлләрдин болуп 50 тин артуқ мутәхәссис қатнашқан.
Йиғинда уйғур хәлқ дастанлири вә униң алаһидиликлири, дастанчилиқ әнәнисиниң сақлиниши вә һазирқи һалити, дастанчиларниң хәлқ мәдәнийитини сақлаштики роли қатарлиқ темилар бойичә мақалиләр оқулған.
Йиғин җәрянида йәнә уйғур хәлқ дастанлирини бүгүнгә қәдәр ейтип, әл ичидә давамлаштуруп кәлгән хәлқ сәнәткарлири нәқ мәйданда уйғур хәлқ дастанлиридин арийәләр орунлиған.
Мәлум болушичә, һазир уйғур елида 60 тин артуқ уйғур хәлқ дастани рәтлинип нәшр қилиниш алдида турмақтикән. Униңдин башқа, һәрқайси вилайәтләрдә йәнә “дастан ейтқучиларниң варислирини тәрбийиләш курслири” уюштурулмақтикән.