Ичкири хитайдики “шинҗаң толуқ оттура синиплири”ниң мәсул хадимлирини тәрбийәләш курси ечилди

Мухбиримиз үмидвар
2017.05.14

Йеқиндин буян уйғур аптоном райони даирилириниң аталмиш “үч хил күч”ләр вә “икки йүзлимичиләр”гә қарши күрәшни техиму күчәйтиш һәрикәтлири әвҗи еливатқан бу күнләрдә йәнә ичкири хитай шәһәрлиридики “шинҗаң толуқ оттура синиплири”да оқуватқан оқуғучиларға қаратқан идийәви тәрбийәни күчәйтишму җидди күнтәртиптә турмақта.

Мәлум болушичә, 11-май күни үрүмчидә хитай маарип министирлики билән уйғур аптоном райониниң бирликтә уюштурушида “ичкиридики шинҗаң толуқ оттура синиплириниң әхлақ тәрбийәси вә идийәви-сияси тәрбийәси бойичә мәхсус тәрбийәләш курси” оқуш башлиған.

Мәзкур тәрбийәләш курсиға пүтүн хитай бойичә 14 өлкидики мәхсус “шинҗаң толуқ оттура синиплири” ечиватқан 100 дин артуқ мәктәпниң рәһбәрлири,башқуруш вә идийәви хизмәт ишлириға мәсул хадимлиридин 114 адәм қатнашқан.

Бу курста уйғур дияриниң омуми әһвали, муқимлиқ вә тәрәққият әһвали, диний вә миллий сиясәт һәм башқа көп тәрәпләрдин дәрс берилидикән.

“хитай учур тори”дики хәвәрдә мәзкур курсни ечиштики мәқсәтниң йеқинқи вақитлардин буян “чегра ичи-сиртидики < үч хил күчләр>ниң идеологийә саһәсидә оқуғучиларға қарита сиңип киришидин ибарәт еғир вәзийәттә, һәр қайси мәктәпләрниң мәсулийәт вә зөрүрийә туйғусини ашуруш”икәнлики көрситилгән.

Әмма, инкаслардин мәлум болушичә, ичкири хитайда оқуватқан уйғур оқуғучилар арисида өз ана тили, милли өрп-адәтлири вә дини етиқадини сақлап қелиш вә униңдин пәхирлиниш пикирлири һәм тәшәббуслириму мәвҗут болуп, оқуғучиларниң ата-анилири өз пәрзәнтлириниң өз милли кимлики вә ана тилини сақлап қелишини үмид қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.