Хитай һөкүмити америка мухбириға виза беришни рәт қилди

Мухбиримиз әзиз
2019.06.19

Хитай һөкүмити йеқинда фирансийә хәвәр агентлиқиниң даңлиқ мухбирлиридин бесаний ибраһимиян тапшурған виза илтимасини рәт қилған һәмдә уларға башқа мухбир әвәтишни уқтурған.

“базфид хәвәрлири” торида 18-июн елан қилинған бу һәқтики мақалида бесанийниң виза илтимасиға бирләштүргән һалда бу һәқтики әһвалларниң маһийәттә “хитай компартийисиниң тәнқидчиләрдин интиқам елиши” икәнлики көрситилгән.

Мақалида ейтилишичә, вашингтондики америкалиқ мухбир бесанийниң өткән йили тапшурған виза илтимаси йеқинда намәлум сәвәбләр түпәйлидин рәт қилинған. Бесаний болса бу һәқтә сөз болғанда “шүбһисизки, бу хитай һөкүмитиниң мән язған хәвәрләрдин раһәтсиз болғанлиқини көрситиду. Чүнки улар дәл хитай компартийиси йошуруп кәлгән әһваллар иди,” дегән. 

Мәлум болушичә, бесаний өткән бир нәччә йилда изчил хитайдики назук темилар һәққидә хәвәр вә мақалиләр йезип кәлгән. Болупму униң “хитайдин чиққан салман рашид: пәрһат турсун вә униң әдәбий иҗадийити” қатарлиқ бир қисим мақалилиридә хитай компартийиси васитилик яки биваситә һалда тәнқидләнгән. Өткән бирнәччә йилда франсийәлик мухбир урсула гойтер, ройтерс агентлиқиниң мухбири паул муней, базфид агентлиқиниң мухбири меха раҗагопалан қатарлиқлар бу хилдики тәнқид түпәйлидин хитай компартийисиниң “өч елиши” дуч кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.