Хитайниң әнхуй юқири соти наһәқ сотланған 19 кишидин кәчүрүм сориди
2015.09.08
Хитайниң әнхуй юқири соти7 - сентәбир дүшәнбә күни гезиттә елан чиқирип, наһәқ сотланған 19 кишидин кәчүрүм сориған. Чәтәл хәвәр агентлиқлириниң илгири сүрүшичә, бу хитай сот мәһкимилириниң тунҗи қетим наһәқ сотланғанлардин ашкара кәчүрүм сораш һәрикити һесаблинидикән.
Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, әнхуй юқири соти әнхуйда чиқидиған “хавҗу кәчлик гезити”ниң 8 - сентәбирдики санида чиқарған еланида, мәбләғ алдамчилиқи билән наһәқ әйибләнгән бу 19 кишигә йәнә әркинликидин мәһрум болуш, роһий зәрбигә учраш төлими қатарлиқларниңму берилидиғанлиқини алаһидә әскәртилгән.
Хәлқара мәтбуатлардин бирләшмә агентлиқниң сәйшәнбә күни бәргән “хитай соти хата делолардин ашкара кәчүрүм сориди” сәрләвһилик хәвәр анализида, хитайдики ширкәтләргә четишлиқ иқтисадий делода, хитай сотиниң 19 нәпәр зиянкәшликкә учриғучиниң наһәқ сотланғанлиқни вә уларға мәлум миқдарда төләм берилидиғанлиқини ашкара елан қилиши хитайниң сот тарихидики тунҗи вәқә вә йеңи башлиниш болди, дегән баянлар берилди.