Хитай армийәсиниң “роһий сағламлиқ кризиси” да икәнлики мәлум болмақта
2022.12.20
Хитай билән һиндистан вә тәйвән оттурисидики болғуси тоқунушниң хәвири көпләп мәлум болушқа әгишип, хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң роһий җәһәттики бир қатар сағламлиқ кризисиға дуч келиватқанлиқи ашкариланған.
Һиндистанда нәшр қилинидиған көп тиражлиқ “басма” гезитиниң 19-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, хитай әскәрлири арисида “роһий җәһәттики җиддийлишиш вә қорқунч туйғуси” көпийишкә башлиған. Болупму бу һал хитай билән алақидар болған һәрбий паалийәтләр вә җиддийлик әвҗ алған һиндистан чеграси вә тәйвән боғузи әтрапидики әскәрләрдә бирқәдәр еғир болған. Уларниң бу хил йәкүни хитай хәлқ азадлиқ армийәсиниң нәшр әпкари болған “азадлиқ армийә гезити” ниң йеқинқи санлирида елан қилинған мунасивәтлик доклатлар вә мақалиләр асасида чиқирилған. Бу хилдики доклатларниң бири елан қилинған “җәнубий хитай сәһәр гезити” ниң бу һәқтики обзорида “ әскәрләрдә әвҗ еливатқан роһий бесим вә җиддийликкә тақабил туруш үчүн хитай хәлқ азадлиқ армийәси әскәрләргә психикилиқ мәслиһәт бериш мулазимитини йолға қойди” дейилиду.
Хәвәрдә ейтилишичә, “бир пәрзәнтлик аилиләр” дә чоң болған хитай әскәрлири тохтавсиз давам қиливатқан һәрбий орунлаштурма, өзгиришчан һәрбий сәпәрвәрлик вә қаттиқ соғуқ болидиған чегра районларда һәрбий мәшғулат қилиш сәвәбидин изчил давам қилидиған узун муддәтлик еғир җисманий паалийәткә бәрдашлиқ берәлмәслик, шундақла бу сәвәбтин чүшкүнлүк вә җиддийликкә гириптар болушни баштин кәчүрүшкә башлиған. Буниң билән әскәрләр арисида роһий сағламлиққа мәнсуп көплигән кесәлликләр әвҗ елишқа башлиған.