Хитай ғәрбий австралийәдә “җуңго шинҗаң мәдәнийәт фестивали”намида паалийәт башлиди

Мухбиримиз үмидвар
2016.02.07


Хитай һөкүмити австралийәниң ғәрбидики перт шәһиридә, “ғәрбий австралийә - җуңго шинҗаң мәдәнийәт фестивали” дегән нам астида сәнәтни өз ичигә алған мәдәнийәт паалийитини 4 - феврал күни башлиған болуп, хитай мәтбуатлириниң қисқа сүрәтлик хәвиридә бир қанчә парчә уйғурчә усул ойниливатқан көрүнүш әкис әткән..

Хитайниң перт шәһиридики баш консулханисиниң тор бетидә бу һәқтә бир қәдәр тәпсилийрәк мәлумат берилгән болуп, 4 - феврал күни мәдәнийәт фестивалиниң ечилиш сөзини бу шәһәрдики хитай баш консули сөзләп, “шинҗаңниң хитайниң ғәрбидики йери кәң, мәнзириси гүзәл, көп милләт хәлқи инақ ортақ яшайдиған гөһәр макан” икәнлики, ғәрбий австралийәдә хитай муһаҗирлар яшайдиғанлиқи, улар йирақ ят юртларда турсиму, әмма қәлбиниң вәтәнгә бағланғанлиқи”ни әскәрткән.

Хәвәрдим мәлум болушичә, уйғур дияридин кәлгән бу сәнәткарларни уйғур аптоном районлуқ һөкумәт ташқи ишлар ишханисиниң хитай миллитидин болған муавин башлиқи башлап кәлгән,

Австралийә ғәрб әллиридики уйғурлар бир қәдәр көп олтурақлашқан мәмликәт болуп, адилай, сидней вә башқа шәһәрләрдә уйғурлар бир қәдәр зич җайлашқан. Бу йәрләрдә уйғурларниң бир қанчә аммиви җәмийәтлири актип паалийәт қилмақта, вә һәр йили хитайниң уйғурларға қаратқан сияситигә наразилиқ билдүрүш намайишлири өткүзүп туриду. Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадириму илгири австралийәдә зиярәттә болған һәм у һәққидә ишләнгән “муһәббәтниң он шәрти” мелбурун кино фестивалида қоюлуп бейҗиңниң наразилиқини қозғиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.