Хитай б д т да уйғур мәсилиси бойичә йәнә тәнқидкә учриған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.07.05

Хитай 4-июл пәйшәнбә күни б д т ниң 56-қетимлиқ кишилик һоқуқ йиғинида уйғур мәсилиси бойичә йәнә тәнқидкә учриған. Йиғинда уйғур мәсилиси йәнила шу күнки йиғинниң асаси нуқтиси болған. “америка авази” ниң хәвәр қилишичә, йиғинда б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң рәиси өмәр зиниберниң хитайниң б д т ға әза дөләтләр тәрипидин сунулған 400 дин артуқ тәвсийәниң 70 пирсәнтини дегүдәк қобул қилғанлиқини ейтишиға қарита, ғәрб дөләтлири бу рәқәмниң қаймуқтуруш характерлик икәнликини билдүргән. Йиғинда американиң б д т кишилик һоқуқ кеңишидә турушлуқ вәкили мишел тайлор (Michele Taylor) : уйғурларниң юрти болған “шинҗаңда давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтниң йәнила давам қиливатқанлиқи” ейтқан.

Мишел тайлор мундақ дегән: “хитай хәлқара җәмийәтниң кишилик һоқуқ вә негизлик әркинликкә һөрмәт қилиш һәққидики изчил чақириқлириға қарита һәрикәт қоллинишни рәт қилип кәлди вә нурғун иҗабий тәвсийәләрни қобул қилмиди”.

Мишел тайлорниң тәкитлишичә, “хитайниң суйиистемали б д т ниң баһалиши вә тәвсийәлирини рәт қилиш, униң хәлқара мәсулийитигә хилаплиқ қилиш яки униңға бузғунчилиқ қилишидин дерәк бәрмәктә” икән.

Йиғинда әнглийәниң б д т кишилик һоқуқ кеңишидә турушлуқ вәкили симон манлей (Simon Manley) хитайниң әнглийә оттуриға қойған барлиқ тәвсийәләрни рәт қилғанлиқини билдүргән. Симон манлей: “бу арқилиқ, хитай һөкүмити өзиниң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини етирап қилмиди. Б д т ниң һоқуқлуқ шинҗаң доклатини йәнә бир қетим ‛қанунсиз һәм етибарсиз‚ дәп көрсәтти. Һалбуки, бу һәргиз ундақ әмәс” дегән. Лекин хитайниң җәнвәдә турушлуқ баш әлчиси чен шү йиғинда: хитай қобул қилишни рәт қилған тәвсийәләр “сиясий мәқсәт, ялған учур, идеологийәлик бир тәрәплимилик яки хитайниң әнәниви игилик һоқуқиға мудахилә қилишни чиқиш қилған” дәп көрсәткән. 4-Июл күнидики йиғин б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 2022-йили 8-айда “шинҗаң доклати” ни елан қилишидин буян, униң тунҗи қетим хитай кишилик һоқуқ хатирисигә қарап чиқиши икән. Б д т кишилик һоқуқ кеңиши 2022-йилиниң ахирлирида “шинҗаң доклати” ни музакирә қилишни аваз қойған болсиму, әмма бу тәклип 3-дуня дөләтлири, түркий җумһурийәтләр вә мусулман әллириниң қарши турушида рәт қилинғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.