Йеңи зеландийәдики хитай әлчиханиси “уйғур елидики зулум сияситини пәрдазлашқа урунди” дәп әйибләнди

Мухбиримиз ирадә
2020.01.22

Хитайниң йеңи зеландийәдә турушлуқ баш әлчиханисиниң чағанлиқ паалийитини уйғур елидики сиясәтлирини ақлайдиған пурсәткә айландурмақчи болуши тәнқидкә учриған.

“йеңи зеландийә хәвәрлири” дин мәлум болушичә, хитайниң йеңи зеландийәдә турушлуқ әлчиханиси 21-январ күни виллиңтон шәһиридики “те папа музийи” да чаған мунасивити билән тәбрикләш паалийити уюштурған. Паалийәт мәйдани хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йолға қойған лагер вә башқа түзүмлирини ақлайдиған һәрхил тәшвиқат сүрәтлири билән толдурулған болуп, залға киргәнләр аталмиш “кәспий маһарәт бойичә тәрбийә” еливатқан уйғурларға аит чоң һәҗимлик сүрәтләрни көргән. Көргәзмигә қоюлған рәсимләргә йәнә “шинҗаң хәлқи дини әркинликтин толуқ бәһримән болмақта, шинҗаңда нормал дини паалийәтләр капаләткә игә қилинип, хәлқниң динға ишиниш әркинлики қанун бойичә қоғдалмақта” дегән хәтләр йезилған.

Һалбуки, хитайниң йеңи зеландийәдики әлчиханисиниң һәрикити “хәлқара кәчүрүм тәшкилати” ниң тәнқидигә учриған. “кәчүрүм тәшкилати” ниң йеңи зеландийә мудири маргарет тайлор гезиткә қилған сөзидә “хитай әлчиханиси шинҗаңда йолға қоюлуватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини пәрдазлашқа урунди” дәп тәнқид қилип “хитай бу йәрдә намаян қилмақчи болған мәнзирә униң йеқинда ашкарилинип кәткән мәхпий һөҗҗәтлири билән пүтүнләй зит” дәп тәкитлигән.

Йеңи зеландийәдики кантербурий университети профессори вә хитай ишлири мутәхәссиси анни-марий брадий мәзкур гезиткә қилған сөзидә йеңи зеландийәдики хитай әлчиханисиниң бу һәрикитигә һәйран қалмиғанлиқи тәкитләп: “хитай һөкүмити бундақ тәшвиқатни дуня миқясида қанат яйдуруватиду” дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай әлчиханиси уюштурған чағанлиқ паалийәткә пәқәт бир нәпәр парламент әзаси қатнашқан болуп, уму паалийәттә һечқандақ нутуқ сөзлимигән. Паалийәткә қатнашқан бир қисим һөкүмәт вәкиллириму тәбрик сөзи қилмиған. Хитай әлчиханисиниң чағанлиқ паалийитигә бу йил йеңи зеландийә сиясәт вә һөкүмәт саһәсидикиләрдин көп киши қатнашмаслиқи диққәт қозғайдиған әһвал болуп һесаблинидикән. Хитай ишлири мутәхәссиси анни-марий брадий “хитай һөкүмити шинҗаң һәққидики тәшвиқатлирини пүтүн дуня миқясида күчәйтишкә урунуватиду. Бирақ йеңи зеландийә парламент әзалири хитайниң тәшвиқатлирини аңлашқа қизиқмиғандәк туриду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.