Дунядики 100 дин артуқ язғучи хитайни әркинликкә һөрмәт қилишқа чақирди
2013.05.03
Дунядики нобел әдәбият мукапати саһиблирини өз ичигә алған 100 дин артуқ язғучи бирләшмә имзалиқ очуқ хәт елан қилип, хитай данилирини хәлқниң пикир әркинликигә һөрмәт қилишқа, түрмидики язғучиларни қоюп беришкә чақирди.
Очуқ хәткә имза қойған шәхсләр ичидә 2003 - йиллиқ нобел әдәбият мукапати саһиби җон максвел кутси 2001 - йиллиқ нобел әдәбият мукапати саһиби надин гордемир қатарлиқ язғучилар бар.
Очуқ хәттә мундақ дейилгән: бизниң хитай рәһбәрлиридин күтидиған тәлипимиз аддий. У болсиму, мәсләкдашлиримизни шундақла барлиқ хитай пуқралириниң сөз қилиш һоқуқини қоғдаш вә униңға һөрмәт қилиш...... Хитай пуқралириниң әркин вә мустәқил ахбараттин бәһримән болуш һоқуқиға һөрмәт қилиш вә уни қоғдаш....... язғучиларниң йезиқчилиқ, нәшриятчиларниң нәшр һоқуқини қоғдаш вә һөрмәт қилиш.
Очуқ хәттә язғучилар йәнә, “сәнәткарлар өз иҗадийити сәвәблик өч елишқа учраш хәвпи астида қалмаслиқи керәк” дәп көрсәткән вә хитайни өзиниң негизлик һоқуқини қолланғанлиқ сәвәбидин түрмигә соланған кишиләрни қоюп беришкә чақирған.
Хәлқара қәләмкәшләр җәмийити йеқинда елан қилған доклатида, хитайниң язғучи вә сәнәткарлар еғир зиянкәшликкә учрап келиватқан дөләт икәнликини илгири сүргән. Уйғур, тибәт вә ички моңғулда охшимиған пикирләрниң қаттиқ бастурулуватқанлиқини билдүргән иди.