Хитайдики 66 шәһәрниң һаваси әң асасий сүпәт өлчимигиму йәтмигән
2015.02.03
Хитайдики 74 шәһәрдә елип берилған һава сүпәт тәкшүрүш нәтиҗисидә, 66 шәһәрниң һавасиниң өлчәмгә тошмайдиғанлиқи мәлум болди. Хитай муһит министирлиқи елан қилған рәқәмләрдин қариғанда, 2014 - йили юқиридики шәһәрләрниң һава сүпити инсанлар нәпәс елишқа тегишлик әң асасий өлчәмгиму йәтмигән болуп, муһит министирлиқи бу, инсанларниң саламәтлики үчүн зор тәһдит шәкилләндүргәнликини етирап қилған.
Бирләшмә агентлииқи бу һәқтики хәвиридә, хитай һөкүмитиниң таки йеқинқи йилларғичә өзидики муһит мәсилисини йошуруп, у һәқтики муназириләрни чәкләп кәлгәнликини билдүргән. Хәвәрдә ейтилишичә, хитайдики һава сүпитиниң начарлишишиға асаслиқ аптомобиллардин чиққан газ вә көмүр сәвәб болидикән. Хитай даирилири йеқинқи йилларда зәһәрлик газ ишләпчиқиришни азайтиш үчүн бир қисим тәдбирләрни алған болсиму, әмма хитайда ток иниргийә ишләпчиқиришиниң 80 пирсәнтиниң көмүргә қарашлиқ болуши бу хил тәдбирләрниң ишқа ишишини имкансиз қилмақта икән.