Хитайниң 400 нәпәр һәрбий қомандани корлада учрашқан
2018.05.23
Мәлум болушичә, хитай хәлқ азадлиқ армийәси қуруқлуқ қисимлириниң қәрәллик өткүзүлидиған һәрбий мәшиқи түнүгүн корлада башланған.
4 Күн давам қилидиған бу мәшиқтә илгирикилиридин пәрқлиқ һалда 400 һәрбий қомандан бу мәйданда учрашқан. Қуруқлуқ армийә қомандани хән вейго билән сиясий комиссари лю вейму бу учришиштин орун алған.
Хәвәрдә дейилишичә, алақидар һәрбий хадимлар, бу қетимқи мәшиқ вә учришишниң мәқситини қошунниң нәқ мәйданда уруш қилиш қабилийитини ашурушла болуп қалмастин йәнә зеһнийәт алмаштуруш; юқири билән төвән арисида буйруқ вә идийә алмаштуруш икәнликини илгири сүргән. Әмма немә үчүн нәқ мәйданда уруш қилиш қабилийитини ашуруш үчүн корланиң талланғанлиқи, қандақ зеһнийәт әмәлдин қалидиғанлиқи изаһланмиған.
“җәнубий хитай почтиси” гезитиниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә мәзкур һәрбий мәшиқ вә муһакиминиң арқа көрүнүши сүпитидә нөвәттики уйғур вәзийити һәққидә мәлумат берилгән. Мәлуматта, уйғур районида йиғивелиш лагерлириниң мәвҗутлуқи, униңда хитайниң уйғурларни өз мәдәнийитидин ваз кечиш вә хитай компартийәсини сөйүшкә мәҗбурлаватқанлиқи, вә лагерниң ичидики вәзийәттин хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әндишә қиливатқанлиқи тилға елинған.
Дуня уйғур қурултийи алий рәһбири рабийә қадир ханимму йиғивелиш лагерлири һәққидә дуняға елан қилған мураҗиәтнамисидә, өзиниң “бу лагерларда вә районда йүз берип қелиш еһтималлиқи болған паҗиәлик вәқәләрдин әндишә қиливатқанлиқини, чүнки хәлқ азадлиқ армийәсиниң 1989-йили тйәнәнменда өз әвладлирини танкиға бастуруш арқилиқ өз вәһшийликини испатлап болғанлиқи” ни әскәрткән иди.