Хитай армийиси хитай мәркизи телевизийисидә йеңи қораллирини көрсәтти

Мухбиримиз ирадә
2016.07.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Җәнубий җуңго сәһәр гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай армийисиниң җәнубий җуңго деңизиға мәсул қисимлири деңиз вә һава урушлирида ишлитилидиған бир түркүм йеңи қораллирини ашкарилиған. Бу қораллар хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң генерал фән җаңлуңниң җәнубтики қисимларға қилған зиярити давамида хитай дөләт телевизийисидә хәвәр қилип тарқитилған.

Гезитниң билдүрүшичә, бир қисим көзәткүчиләр хитай йеңи қораллирини көз-көз қилиш арқилиқ америкини җәнубий җуңго деңизи мәсилисидә агаһландуруп, америка билән болғуси бир тоқунушқа нисбәтән өзлириниң пухта тәйярлиқи барлиқини билдүрмәкчи болған болуши мумкин, дегән.

Голландийәниң дәнһаг шәһиридики хәлқара сот 12‏-июл җәнубий деңиздики аралларниң игилик һоқуқи мәсилисидә һөкүм елан қилип, хитайниң мәзкур деңиз тәвәликидики хада ташлардин тәркиб тапқан аралларни өзиниң дәп елан қилишиниң “тарихи асаси йоқ ” дәп җакарлиған. Хитай тәрәп болса буниңға қаттиқ наразилиқ билдүргән иди

Мәлум болушичә, хитайниң мәркизи телевизийә қанили хәвиридә, миң километирлиқ мусапигә игә DF-16 типлиқ башқурулидиған бомбисини көрсәткән. Бу башқурулидиған бомба америка армийисиниң окинивадики базисиға йетип баралайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.