Лондондики хитай әлчиханиси “иқтисадшунаслар” гезитиниң уйғурлар һәққидики мақалисигә инкас қайтурди

Мухбиримиз әзиз
2018.06.29

Әнглийәдики әң даңлиқ гезитләрдин болған “иқтисадшунаслар” гезити 2018-йили 31-май күни наһайити зор һәҗимлик баш мақалә елан қилип, уйғурлар дияриниң нөвәттә тарихта мисли көрүлмигән “үсти очуқ түрмә” гә айланғанлиқини наһайити тәпсилий вә җанлиқ баян қилип бәргән иди.

“хитайчә характердики ирқий айримичилиқ: хитай шинҗаңни мисли көрүлмигән сақчи дөлитигә айландурди” сәрләвһилик бу мақалида һакиммутләқлиқ асасидики хитай һөкүмитиниң һазирқи заман пән-техникисини қоллиниш арқилиқ уйғурлар дияридики инсан һәқлирини қандақ пайхан қиливатқанлиқи қаттиқ тәнқидләнгән шуниңдәк һәммила җайға ямраватқан лагерларниң вә “торлашқан контроллуқ системиси” ниң уйғурларни нишанлиқ һуҗум обйекти қиливатқанлиқи баян қилинған. Шуниң билән биргә уйғурлар билән хитайларға пүтүнләй пәрқлиқ муамилә қилиниши вә уларниң пәрқлиқ һаятлиқ маканида яшишидәк алаһидиликләргә қарап буни “хитайчә алаһидиликкә игә ирқий айримичилиқ түзүми” дәп хуласә чиқарған иди.

30-Июн күни лондондики хитай әлчиханисиниң баянатчиси зең роң “иқтисадшунаслар” гезитиниң тәһриратиға хәт йезип юқириқи мақалидә ейтилған әһвалларни “реаллиққа уйғун әмәс” дегән. У хетидә хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики сиясий, иқтисадий вә бихәтәрлик тәдбирлирини “қанун асасиға игә. Бу тәдбирләр шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң гүллиниши вә бихәтәрликини нишан қилған,” дәп ақлиған шуниңдәк уйғур дияриниң иқтисадий җәһәттә қандақ “тәрәққиятлар” ға еришкәнлики һәққидә бир қатар санлиқ мәлуматларни баян қилған. Мәктупта йәнә йәрлик миллий мәдәнийәт вә диний етиқад әркинликиниң қаттиқ қоғдиливатқанлиқини билдүрүп, “силәрниң гезиттә шинҗаңдики әһвални ‛хитайчә характердики ирқий айримичилиқ‚ дәп тәсвирлишиңлар пүтүнләй асассиз,” дегән.

Көзәткүчиләр бу һәқтә пикир қилип, “хитай һөкүмитиниң бу хилдики ялғанчилиқлири даимлиқ һадисә. Уларниң нөвәттә сиясий вә иқтисадий җәһәттин иҗра қиливатқанлири пүтүнләй уйғурлар дияриға көчүп келиватқан хитай көчмәнлириниң бихәтәрлики вә параванлиқини нишан қилған,” деди.

Мәлум болушичә “апартейд”, йәни ирқий айримичилиқ түзүми җәнубий африқида нелсон мандела демократик усулда һакимийәт бешиға чиққанға қәдәр мәвҗут болған ирқий айримичилиқ характеридики сиясий вә иҗтимаий түзүм болуп, 1994-йили бикар қилинған. Мәзкур түзүмдә җәнубий африқа пуқралири ирқий алаһидилики бойичә айрим-айрим районларға айриветилгән, шуниң билән биргә бу түзүмдә ирқий кәмситиш, айримичилиқ, екисплаттатсийә вә қаршилиқ һәрикәтлири бир гәвдә болуп юғурулуп кәткән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.