Хитай иқтисадидики әслигә келиш мөлчәрдин аста болған
2024.08.15
Хитай һөкүмитиниң бу йил 7-айда елан қилған һөкүмәт санлиқ мәлуматлири хитай иқтисадидики әслигә келиш басқучиниң тәкши әмәсликини көрситип бәргән.
Фирансийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу санлиқ мәлуматларда хитайдики парчә сетиш миқдарида өрләш көрүлгәнлики, әмма санаәт ишләпчиқиришниң ешиш сүритиниң астилиғанлиқи мәлум болған.
Хитай дөләтлик истатистика идарисиниң санлиқ мәлуматиға қариғанда, хитайдики санаәт ишләпчиқиришиниң ешиш сүрити пәрәз қилинғандинму аста болған, бу йил 7-айда 5.1 Пирсәнтлик ешиш мәйданға кәлгән болуп, бу 6-айдики 5. 3 Пирсәнтлик ешиштин төвән болған, һәтта билумбергниң пәризидики 5.2 Пирсәнткиму йәтмигән икән.
Хәвәрдә дейилишичә, хитайда һәддидин ашқан қаттиқ ковид тәдбирлири әмәлдин қалдурулғили бир йерим йилдин көпрәк вақит болған болсиму, әмма хитайдики иқтисадниң әслигә келиши күткәндәк болмиған, әксичә өй-мүлүк киризиси вә ишсизлиқ нисбитиниң қаттиқ өрлиши мәбләғ салғучиларниң ишәнчисини йоқитиши һәмдә хитайдин йөткилишигә сәвәб болмақтикән.
Хитайдики дөләт ичи саяһәтчиликиниң түрткисидә мулазимәт кәспигә охшаш бир қисим саһәләрдә әслигә келиш көрүлгән болсиму, бирақ өй-мүлүк кәспини өз ичигә алған башқа саһәләрдә көрүнәрлик тосалғулар техи йоқалмиған. Нурғун өй-мүлүк ширкәтлири вәйран болуш гирдабиға берип қалған.
Шуниң билән бир вақитта, 7-айдики ишсизлиқ нисбити 5.2 Пирсәнткә өрлигән болуп, 6-айда бу рәқәм 5 пирсәнт икән.
Америка вә явропа иттипақиниң хитайниң йиллардин буянқи адил болмиған сода риқабити вә һәмдә әрзан баһалиқ маллиридин өзини қоғдаш үчүн тәдбирлирини барғансери чиңитиши, хитай дуч келиватқан йәнә бир муһим риқабәт болуп қалған.