Хитайниң 6 тириллийон 500 милярд долларлиқ пай чекиниң чүшүп кетиши хитай иқтисадини техиму вәйран қилидикән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.09.10

Хитай пай чекиниң бу айда чүшүп кетиши дунядики иккинчи чоң иқтисадий гәвдә болған хитайниң иқтисадини давамлиқ чекиндүрүп, хитай базириға болған ишәнчни зор дәриҗидә төвәнләткән.

“бломберг хәвәрлири” тори 9-сентәбир елан қилған хәвәрдин мәлум болушичә, хитайниң аксийә базири көрсәткүчи 2019-йилдин буянқи әң төвән нуқтиға чүшүп қалған. Шаңхәй, шенҗен аксийә базириниң көрсәткүчи 7 пирсәнт төвәнләп, уда төт йил чүшүштәк рекортни яратқан. Хитай өй-мүлүк киризиси хитай истемалчилирини қәрзгә боғуп, истемал базириниң җанлинишини тосуп қойған. Американиң пирезидентлиқ сайлимидин аввал җиддийлишип кәткән дуня вәзийити хитайниң пай чәклириниң қиммитини чүшүрүвәткән болуп, хитайниң пай чекини сетивалғанлар уни әмди қолдин чиқириветишкә алдириған. Хитай пуқралириниң истемал күчини ашуруш вә карханиларниң ишәнчини ашуруш изчил түрдә хитай һөкүмити һәл қилалмай кәлгән мәсилә болуп қалған. 2024-Йили 8-айниң оттурисида, хитайниң дөләт фонди 66 милярд доллар қиммитидики аксийә базири фондини сетивелип, аксийә базирини қоғдимақчи болған болсиму үнүм бәрмигән.

Хәвәрдә ейтилишичә, әмәлийәттә хитай иқтисадини боғуп қойған әң муһим сәвәб хитай һөкүмитиниң дөләт карханилирини йөләп, хусусий карханиларни чәткә қеқиши болуп, карханиларниң өзини гүлләндүрүш ишәнчи төвәнләп маңған, базарниң һаяти күчи вә муқимлиқи бузулған, хитайға мәбләғ салғучилар буниңдин нарази болған. Ақивәттә, пай чеки базириму хараблашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.