Хитай иқтисадида чөкүшниң давамлишидиғанлиқи тәхмин қилинмақта
2024.07.25
Йеқинқи йиллардин буян хитай иқтисади касатлишип, өй-мүлүк базири көпүккә айлинип, истемалчиларниң ишәнчи төвәнләп меңиватқан болуп, чәт әллик мәбләғ салғучиларму хитайдин қечишқа башлиған.
Хитай мәркизий банкиси өсүм нисбитини төвәнлитип, пүткүл хитай банка системисиға 25 милярд доллар мәбләғ еқитқанлиқини җакарлиған болсиму, иқтисадшунаслар вә мәбләғ салғучилар буниңму ишқа яримайдиғанлиқини оттуриға қоймақта.
“вал стрет журнили” гезитиниң 25-июл бәргән хәвиридә ейтилишичә, хитай мәркизи банкиси бу йил киргәндин буян иқтисадни җанландуруш үчүн пул-муамилә җәһәттә көплигән кәңчил сиясәтләрни йолға қойған болсиму, хитай иқтисадида яхшилиниш көрүлмигән. Хитай мәркизий банкисиниң бу қетим өсүм нисбитини чүшүрүш арқилиқ хитай иқтисадини қайта йүксәлдүрмәкчи болуши хитай әмәлдарлириниң нөвәттики иқтисадий чөкүшкә болған әндишисини ашкарилап қойған.
Ши җинпиң бу қетим хитай компартийәсиниң 20-нөвәтлик 3-омумий йиғинида “хитайни америка билән риқабәтлишәләйдиған қудрәтлик пән-техника дөлитигә айландуруш” нишанини оттуриға қойған болуп, бу нишанға йетиш үчүн иқтисадни гүлләндүрүш хитайниң бүгүнки әң һалқилиқ нишани болуп қалған. Әмма “арманға тушлуқ дәрман йоқ” дегәндәк, хитай иқтисади давамлиқ чекиниш һалитидә турмақта икән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң бу йилқи иккинчи пәсиллик иқтисади ешиш нисбити төвәнләп 4.7 Пирсәнткә чүшүп қалған болуп, биринчи пәсилдики 5.3 Пирсәнттин төвән болған; хитай пулиниң долларға айрибашлаш нисбити өсүп, һазир 1 долларға 7.22 Йүән тоғра кәлгән. Хитайниң қәрзи ешип кетиватқан болуп, хитай һөкүмити өй-мүлүк базириниң расттинла көпүккә айлинишидин әнсиримәктә икән.
Хитай компартийәсиниң 20-нөвәтлик 3-омумий йиғиндин кейин елан қилған ислаһат пиланиму чәт әл карханилири вә мәбләғ салғучиларға ишәнч берәлмигән болуп, хоңкоңдики пай чеки чүшүп кәткән. Йәнә келип, американиң сабиқ пирезиденти доналд трампниң кәлгүсидә сайлинип қалса, хитайға еғир баҗ қойидиғанлиқ вәдисиму хитай иқтисадиға йошурун зәрбә бәрмәктә икән.