Хитай һөкүмити иранда “шинҗаң мәдәнийәт һәптилики” өткүзмәктикән
2016.08.27
Хитай һөкүмити 22 - авғуттин башлап иран ислам җумһурийитиниң пайтәхти теһрандики ниаваран мәдәнийәт мәркизидә “шинҗаң мәдәнийәт һәптилики” өткүзмәктикән.
Мәзкур паалийәткә “2016 - йилида җуңгониң ирандики кәчүрмишлири” дәп нам берилгән болуп, униңда асаслиқи уйғур аптоном районидин тәшкилләнгән сәнәт өмики теһранда бирқанчә мәйдан оюн қойидикән. Шуниң билән бир вақитта йәнә уйғур аптоном райониға даир фото сүрәт көргәзмисиму өткүзүлидикән.
Шинхва агентлиқиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда ечилиш мурасимиға 500 дин артуқ иран һөкүмәт әмәлдарлири, чәтәл дипломатлири, хитайниң ирандики кархана вәкиллири вә оқуғучиларниң қатнашқанлиқи мәлум.
Хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң рәиси йү җеңшең теһранға әвәткән тәбрик телеграммисда: “мәзкур һәптилик иран хәлқиниң шинҗаңдики инақ җәмийәтни чүшинишини һәмдә бу йәрдики иқтисадий тәрәққиятни һес қилишини илгири сүриду,” дегән.
Игилинишичә, хитайниң иран билән болған истератегийәлик һәмкарлиқи йиллардин буян давамлишип келиватқан болуп, иран тарихтин буян уйғур ели билән қоюқ мәдәнийәт мунасивитигә игә болушиға қаримай, уйғур мәсилисидә изчил һалда хитайни қоллап кәлмәктә. Көзәткүчиләр, йеқинқи йиллардин буян хитайниң уйғур елида шиә мәзһипидикиләргә йешил чирақ йеқип бәриватқанлиқини, һәтта бир қисим уйғур диний затлирини иранға әвәтип оқутиватқанлиқини илгири сүрмәктә.