Афғанистанда тутулған 10 хитай ишпйони хитайға қайтурулған

Мухбиримиз җәвлан
2021.01.06

“һиндистан вақит гезити” ниң алдинқи күни хәвәр қилишичә, өткән йил 12-айниң 10-күни афғанистанниң пайтәхти кабул шәһридә тутулған 10 хитай ишпйони хитайға қайтурулған.

Афғанистан дөләт хәвпсизлики идариси бу 10 хитайни җасуслуққа четишлиқ җинайәт билән қолға алған болуп, уларниң һәммисиниң хитай ахбарат оргини үчүн ишләйдиғанлиқи мәлум болған. Афғанистан һөкүмити бу җасусларни қоюп бериш үчүн хитайниң кәчүрүм соришини тәләп қилған. Хитайниң бу шәртни орунлиған-орунлимиғанлиқи яки башқа вәдиләрни берип, бу 10 хитайни қайтурувалғанлиқи техи ениқ әмәс икән. Хитай ташқий ишлар министирлиқиму бу һәқтә һечқандақ баянат бәрмигән.

Бу хәвәрдә билдүрүлүшичә, афғанистанниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари бу хитай җасуслири ичидә икки адәмниң талибанға тәвә террорлуқ тәшкилати “һәққани тори” билән мунасивити барлиқини ейтқан. Афғанистан дөләт хәвпсизлики идарисиниң қаришичә, бу 10 хитай җасуси афғанистанда сахта “шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати” ни пәйда қилмақчи икән.

Тәһлилчиләрниң қаришичә, америка һөкүмити исми бар, җисми йоқ “шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати” ни террорлуқ тизимликидин чиқиривәткәндин кейин, хитай буниңға қарши һалда мәзкур тәшкилатниң техи мәвҗутлуқини испатлап, уйғурларни қайта террорчи қилип көрситиш үчүн бу җасусларни ишқа салған болуши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.