Мишел обама хитайни универсал кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди

Мухбиримиз җүмә
2014.03.22
Хитайда рәсмий зиярәттә болуватқан америка президент ханими мишел обама хитайни универсал кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди. Мишел обаманиң бу чақириқи, б д т да хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити қарап чиқилған вә хитай өзиниң кишилик һоқуқ тәрәққиятини ақлашқа тиришқан мәзгилгә тоғра кәлди. Мишел обама бу сөзләрни бейҗиң университетида сөзлигән нутқи җәрянида оттуриға қойди. У мундақ деди: өз идийилириңизни әркин ипадиләш, өзиңиз халиған динға етиқад қилиш вә учур - информатсийәләргә тосалғусиз еришиш мәсилигә кәлсәк, биз бу универсал һоқуқлар дунядики һәр бир адәмни мәрипәткә ериштүриду дәп ишинимиз, деди. Мишел обама сөзидә хитайни биваситә тилға алмиған болсиму, униң бу сөзлири хитайға қаритилған, дәп қаралмақта. Обама ханимниң хитай зиярити җүмә күни башланған болуп, бир һәптә давам қилиду.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.