Б д т хитай һөкүмитиниң тәсиригә учраш билән әйибләнди

Мухбиримиз ирадә
2017.05.23

Хитай һөкүмитиниң өзиниң иқтисадий күчидин пайдилинип, өктичи авазларни җимиқтуруш һәрикитиниң күчийиватқанлиқи диққәт қозғимақта.

23-Май сәйшәнбә күни кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири директори софи ричардсон бу һәқтә баянат елан қилип, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиғиму тәсир көрситиватқанлиқини тәнқид қилди.

У баянатида, бу йил 26-апрел күни дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйсаниң тәклипкә бинаән б д т ниң нюйорктики баш оргинида өткүзүлгән “йәрлик милләтләрниң мәңгүлүк мунбири” дә уйғур мәсилисини аңлитишқа кәлгәндә, б д т бинасидики бихәтәрлик хадимлири тәрипидин йиғин мәйданидин мәҗбурий һалда чиқириветилиши, бундин башқа йәнә, бу йил биринчи айда хитай дөләт рәиси ши җинпиң б д т ниң җәнвәдики бинасини зиярәт қилғанда шу йәрдики һөкүмәткә қарашлиқ болмиған мустәқил органларниң бинаға киришигә рухсәт қилинмиғанлиқи вә шуниңдәк б д т баш катипи антонию гуттерсниң хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тилға елипму қоймиғанлиқидәк мисалларни тәкитлигән.

У: “бирләшкән дөләтләр тәшкилати рәһбәрлири алди билән кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә көз юмувалидиған бундақ ‛илләт‚ тин йирақ туруши, кишилик һоқуқ мәсилисидики түврүклүк ролини қоғдиши керәк” дәп әскәрткән. Шундақла у йәнә, б д т ни хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилик һәрикәтлиригә инкас қайтурушқа чақирған.

Б д т даирилири әйни чағда долқун әйса әпәндини йиғинға қатнишиштин чәклиши һәққидә ениқ бир сәвәб көрсәтмигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.