Қәшқәр тәвәсидики мәлум бир йезида деһқанлар қоғдиниш пули тапшурушқа мәҗбурланған
2013.05.04
Бир уйғур тордаш йолиған һөҗҗәтлик материялға қариғанда, қәшқәр тәвәсидики мәлум бир йезида деһқанлар қоғдиниш пули тапшурушқа мәҗбурланған.
Бу һәқтә тохталған бир мулаһизичи бу хил қоғдиниш пулиниң мафийә (қара җәмийәт) хоҗайинлири тиҗарәтчиләрни қақти - соқти қилип йиғивалидиған қоғдиниш пулидин һеч пәрқсиз икән.
Бизгә кәлгән бу һәқтики уқтурушни мәкит наһийә шеһитдөң йеза чоңқур мәһәллә кәнт партикоми тамға бесип тарқатқан.
Уқтурушта мундақ көрситилгән: кәнтимиздә туруп кәнтимизниң аманлиқини қоғдаватқан хәлқ әскәрлириниң турмуш мәсилисини һәл қилиш үчүн, кәнтимиздики партийә әзалири музакирә қилиш арқилиқ кәнтимиздә турушлуқ барлиқ аһалиләрдин 2012 - йиллиқ 50 йүәндин муқимлиқ хираҗити йиғишни қарар қилди.
Уқтурушта көрситишичә, мәзкур қарар “юқири дәриҗилик орунларниң орунлаштурушиға асасән” чиқирилған.
Нам - шәрипини мәхпий тутқан явропадики бир мулаһизичи мундақ деди: әлвәттә буниң мафийәдин пәрқи йоқ. Бу йәрдә мәсилә: кимни немидин қоғдайду? бу ениқ әмәс. Демәкчимәнки бу аталмиш муқимлиқ йәнә уйғур деһқанлирини қақти - соқти қилидиған қоралға айлинип қалған.
У йәнә мундақ деди: бу мәнтәқә пәқәт зораван һакимийәт яки бир қисим қара җәмийәт хоҗайинлириға мәнсуп. Шуңа бу, хитай рәһбәрлирини мәлум җәһәттин ейтқанда бир қара җәмийәт хоҗайинлири дәп аташқиму болидиғанлиқиниң дәлили.
Бу хилдики түзүмләрниң уйғур елиниң башқа җайлирида йолға қоюлған яки қоюлмиғанлиқи һазирчә намәлум.