Хотәндики “тәйда һәссидарлиқ ширкити” ниң мәһсулатлири америкада рәсмий чәкләнди

Мухбиримиз ирадә
2019.10.03

Трамп һөкүмити хитай қатарлиқ дөләтләрдә мәҗбурий әмгәк нәтиҗисидә ишләп чиқирилған малларниң америкаға импорт қилинишини тохтатти.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, сәйшәнбә күни бу қарарниң елан қилиниши билән тәң американиң һәрқайси порт вә чегра башқуруш даирилири хитай, биразилийә, малайсия вә конго қатарлиқ дөләтләрдин киргән кийим-кечәк, алтун, берилянт вә башқа импорт малларни тутуп қелип, тәкшүрүш башлиған.

Җаза тәдбири қоюлған ширкәтләрниң бири хотәндики “тәйда һәссидарлиқ чәклик ширкити” болуп, униң лагерларда тутуп турулуватқан тутқунларни мәҗбурий әмгәккә селиш бәдилигә қурулған ширкәт икәнлики бу йилниң бешида “ню-йорк вақти гезити” қатарлиқ чоң гезитләр тәрипидин ашкариланған иди. Шу қетимлиқ вәқәдә тәйда ширкити билән һәмкарлишип, униң маллирини америкиға импорт қилған “баҗир” намлиқ тәнтәрбийә кийимлири ширкити күчлүк әйибләшләргә дуч кәлгән. Буниң билән ширкәт дәрһал баянат берип, хотән тәйда ширкити билән алақисини үзгәнликини җакарлиған иди.

Америка чегра хәвпсизлики вә мудапиә даирилири бу һәқтики баянатида юқириқи җаза тәдбирлири қоюлған шеркәтләр әгәр америкаға қайта мал екиспорт қилимән десә, у һалда мәһсулатлирида мәҗбурий әмгәк ишлитилмигәнликини испатлайдиған материялларни тәминлиши керәкликини билдүргән.

Хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур қарар америка-хитай арисидики сода урушиниң бир нәтиҗиси болуп, униңдики мәқсәт хитайға мәҗбурий әмгәкни әмәлдин қалдуруш һәққидә сигнал бериш икән. Уйғур елидики лагерларда мәҗбурий әмгәкниң йолға қоюлуватқанлиқи америка һөкүмәт рәһбәрлири вә шундақла һәрқайси кишилик һоқуқ органлириниң қаттиқ диққитини қозғиған бир мәсилигә айланған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.