Хитай уйғур елидики тунҗи егизлик айродромида синақ учушлирини башлиған
12-Айниң 23-күни ташқорған наһийәсидики қонҗераб айродромида тунҗи қетимлиқ синақ учуш елип берилған болуп, айродром рәсмий учушқа тәйяр һаләткә киргән.
Хитай хәвәрләр ториниң хәвиридин қариғанда, мәзкур айродромда 10 күн синақ учуши елип берилидикән вә 2022-йилиниң май ейида рәсмий қатнашқа ечилидикән.
Қәшқәр вилайити ташқорған таҗик аптоном наһийәсиниң ақтам базириға җайлашқан бу айродром тунҗи егизлик айродроми болуп, у хитайниң 13-бәш йиллиқ пиланидики муһим қурулуш түриниң бири иди.
Хитай таратқулири бу йил 8-айда айродром қурулушиниң җиддий елип бериливатқанлиқи һәққидә хәвәр тарқатқанда мәзкур егизлик айродроми қурулушиниң дәл америка афғанистандин әскәр чекиндүргән, талибанлар афғанистанниң һакимийәт бешиға чиққан бир мәзгилгә тоғра келиши диққәт қозғиған.
Ташқорған наһийәси уйғур аптоном райониниң таҗикистан, афғанистан вә пакистан билән билән чегралинидиған муһим истратегийәлик нуқтисиға җайлашқан болуп, чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр, хитайниң бу айродромни җиддий түрдә ясиши талибанлар һакимийәтни қолға алғандин кейинки афғанистанниң мурәккәп вәзийити шундақла хитайниң оттура асия вә ғәрбий-җәнубий асия истратегийәси билән мунасивәтлик, дәп қаримақта.
Мәлум болушичә, мәзкур айродром уйғур елидики тунҗи егизлик айродроми болуп, у йиллиқ 160 миң адәм қетим вә 400 тонна йүк вә почта йолланмиси тошуш иқтидариға игә икән.