Хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларни назарәт қиливатқанлиқи диққәт қозғимақта

Мухбиримиз ирадә
2020.02.13

Хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларға уларниң юртидики уруқ-туғқанлириниң бихәтәрлики арқилиқ тәһдит қиливатқанлиқи йәниму көп ахбаратларниң диққитигә еришмәктә.

Америкада чиқидиған “кода” намлиқ мустәқил хәвәр оргинида 13-феврал күни мушу һәқтә кәң көләмлик бир парчә мақалә елан қилинди. “хитайниң түркийәдики уйғурлар үстидин җасуслуқ қилиши-ватсап вә үндидар уйғурларни қорқутуш үчүн ишлитилмәктә” мавзусида елан қилинған бу мақалидә түркийәдә яшайдиған вә өзини нур дәп тонуштурған бир уйғурниң кәчүрмишлири арқилиқ хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларға қаратқан бесим вә назарәт һәрикити йорутуп берилгән.

Мақалидә хитай даирилириниң нур вә башқа уйғурларға үндидар вә ватсап арқилиқ йеқинлишип, улардин өзлири үчүн җасуслуқ қилип беришни тәләп қилғанлиқи вә буни тәләп қилғанда униң у йәрдики уруқ-туғқанлириниң бихәтәрликини пәш қилидиғанлиқини баян қилған. Мақалидә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәтқиқатчиси патрик пун зиярәт қилинған болуп, у бундақ әһвалниң чәтәлләрдики уйғурларға омумлашқанлиқини, өзлиригә бу һәқтә нурғун мәлумат кәлгәнликини ейтқан.

Хитай һөкүмити 2016-2017 йиллири уйғур елидә кәң көләмлик тутқун һәрикитини йолға қоюш билән тәң йәнә чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларға қаратқан назарәт вә тәқиб хизмәтлирини күчәйткән иди. Уларниң юқириқи мақалидә тилға елинған усулдин башқа йәнә һәрхил җасуслуқ янфон әплири арқилиқму чәтәлләрдики уйғурларни назарәт қилғанлиқи ашкариланған. Американиң тор бихәтәрлики ширкәтлири вә гугил қатарлиқ техника ширкәтлири кәйни-кәйнидин хитай ясиған “яғач ат” намлиқ җасуслуқ вируси арқилиқ мәхсус айфон қолланғучи уйғурларни нишан қилғанлиқини билдүргән. Буниңдин сирт йәнә америка-исраилийә тор бихәтәрлики ширкити өткән йили 9-айда хитай хаккерларниң бир қисим дөләтләрниң телефон системилириға һуҗум қилиш арқилиқ оттура асия вә шәрқий-җәнубий асия дөләтлиридә саяһәт қиливатқан уйғурларниң һәрикитини назарәт қилғанлиқини ашкарилиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.